Хитай һөкүмити лхасада тибәтләрниң намайишини бастурғанлиқини етирап қилди
2008.03.11
Әнгилийә б б с радио - теливезийсиниң сәйшәнбә күни хитай һөкүмити баянатчиси чиң гаңниң сөзлиридин испатлап хәвәр елан қилишиға қариғанда, хитай даирилири тибәт пайтәхти лхасада тибәтләрниң һөкүмәткә қарши елип барған наразилиқ һәрикитини бастурған.
Чиң гаң мухбирларниң бу һәқтә сориған соаллириға җаваб бәргәндә " дүшәнбә күни лхасада аз бир қисим лама раһиплири җәмийәт аманлиқини бузидиған, қанунға хилап вәқә садир қилғанлиқи үчүн қолға елинди " дегән.
Чиң гаң бу сөзләрни бир мухбирниң әркин асия радиосиниң бу һәқтә бәргән хәвиригә асасән сориған соалиға җаваб бәргәндә қилған болуп, буниң алдида радиомизда, 300 дин артуқ тибәт раһиблириниң дүшәнбә күни,лхасадики шәһәр мәркизи мәйданида намайиш қилиш үчүн йиғилғанда сақчилар тәрипидин қамал қилинип 60 қа йеқин раһибниң қолға елинғанлиқи һәққидә хәвәр берилгән иди.
Әркин асия радиоси тибәт бөлүминиң хәвәр қилишичә, лхасадики намайиш йиғилишиға қатнашқучилар асаслиқи тибәт раһип һәм раһибәлири болуп, вәқә шаһитлириниң билдүрүшичә, хитай даирилири шу күни йәнә, лхасада тәшвиқат варақлири тарқатқан он бир нәпәр тибәт раһип вә раһибәләрни қолға алған.
Лхасадики хитай даирилири тибәтләрниң мәзкүр наразилиқ һәрикитини бастуруш үчүн 10 һәрбий аптомобили, 10 сақчи аптомобили һәмдә бир нәччә қутқузуш аптомобиллирини ишләткән болуп, намайишчилар зор түркүмдики һәрбий һәм сақчилар тәрипидин тинҗитилған. (Гүлчеһрә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Һиндистандики тибәт яшлири юртиға қайтиш үчүн узун сәпәргә атланди
- Сүргүндики тибәт мустәқилчилири һиндистандин тибәткә қарап йол алди
- Далай лама олимпик мунасивити билән хитайни әйиблиди
- Хитай исландийилик нахша чолпини бҗоркни әйиблиди
- Хитай тибәт паалийәтчилиригә вә далай ламаниң қоллиғучилириға тәһдит салди
- Әтләс көйнәк кийгән исландийә нахша чолпини шаңхәйдә тибәт мустәқиллиқини күйлиди
- "Һәқ - һоқуқимизни вә қәдир - қиммитимизни қайтуруп алимиз "
- Сичуәндә нәччә миң ишчи иш һәққигә нарази болуп иш ташлиди
- Тибәттә қилинған намайиш бастурулди
- Профессор су хитайниң әтрапидики милләтләрни тәтқиқ қилишта йәрлик язма материялларни асас қилишни тәшәббус қилди
- Гуаңҗуда 4 миң киши иш ташлап йолларға тосақларни қурди
- Икки нәпәр тибәтлик хитай һөкүмитигә болған наразилиқини өзини өлтүрүвелиш йоли билән ипадилиди