Хитайниң шәнту шәһиридә йүз бәргән сақчилар билән пуқралар арисидики тоқунушта бир адәм өлди
2006.04.13
Хоңкоң мәтбуатлириниң хәвәр қилишичә, хитайниң гуаңдуң өлкиси шәнто шәһиридики бомей кәнтидә чаршәнбә күни сақчилар билән пуқралар оттурисида тоқунуш йүз берип, бир аял кәнт пуқраси сақчилар атқан яш аққузуш бомбисида ярилинип өлди. Тәхминән 4 миңдәк кәнт пуқраси һөкүмәт даирилириниң бир җүп қовуқни чеқивәтмәкчи болғанлиқиға қарши чиққандин кейин сақчилар билән тоқунушүп қалған. Сақчилар намайишчиларға яш аққузуш бомбиси атти вә юқири бесимлиқ су чачти. Бу җәрянда 30 яшлардики бир аялниң сақчилар атқан яш аққузуш бомбисида баш қисимидин еғир яриланғандин кейин өлгәнлики билдүрүлди. Б б с, тоқунуш җәрянида аз дегәндә 10 кишиниң яриланғанлиқини хәвәр қилди.
Радиомизниң вәқәни өз көзи билән көргүчиләрдин игилишичә, һөкүмәт даирилири вәқәни бастурушқа 3000 дәк сақчини сәпәрвәр қилған. Хитай һөкүмити җуңгода " сотсиялистик инақ җәмийәт" қурудиғанлиқини вә диһқанлар мәсилисигә көңүл бөлидиғанлиқини җакарлиған болсиму, лекин бу йезиларда һөкүмәт даирилири билән пуқралар оттурисидики тоқунушни тинҗиталмиди.
Мунасивәтлик мақалилар
- Фуҗйәндә 200 гә йеқин киши санаәт булғинишиға қарши наразилиқ билдүрди
- Хитай һөкүмитиниң ташқи перевот җуғланмиси дуня буйичә биринчи болғини бир нумус
- Хитайдики бир дохтурханида йүз бәргән партлашта 27 киши өлди
- Фошәндики сақчилар билән деһқанлар оттурисидики тоқунушта 50 нәччә киши яриланди
- Хитай, 15 йиллиқ муһит қоғдаш пиланини елан қилди