Хитай -түркмәнистандин нефит гази импорт қилиш газ туруба қурулушини мақуллиди


2006.09.27

Хитай һөкүмити түркмәнистандин нефит гази импорт қилиш үчүн мәхсус газ йөткәш туруба қурулуши пиланини мақуллиди. Әгәр бу газ туруба қурулуши тамамланса йилиға 30 милярд куп метир нефит гази оттура асиядин хитайниң гуаңҗу иқтисадий райониға еқип келиду.

Мәзкур газ туруба қурулушиға мунасивәтлик бир кишиниң ашкарилишичә, түркмәнистандин хитайға мәзкур газ туруба арқилиқ еқип келидиған тәбий газ миқдари, ғәрбниң газини шәрққә йөткәш туруба қурулуши арқилиқ уйғур елидин шаңхәйгә еқиватқан тәбий газ миқдарини нәччә һәссә қатлайдикән. Хитай бу йил априлда түркмәнистан билән нефит гази импорт қилиш тохтамини түзгән. Әмма тохтам соммисини ашкарилимиған иди. Түркмәнистан билән газ туруба қурулушиға хитай нәччә он милярд доллар мәбләғ салған.

Хитай нөвәттә росийә билән сибирийә районидин хитайниң шималиға газ туруба қурулуши орнитиш үстидә сөһбәтләшмәктә. Хитай һөкүмити енергийә җәһәттә росийә билән һәмкарлиқни йәниму күчәйтиш үчүн өктәбирдә мәхсус сөһбәт өмики әвәтмәкчи. (Гүлчеһрә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.