Хитайда һазир хәлқара хәвәрләрниң әркин тарқитилиши чәкләнмәктә
2006.04.13
Хитай һөкүмитиниң чәтәл хәвәрлирини тарқитиш тоғрисидики йеңи уқтуриши
Йеқинда хитай дөләт радио , кино вә телевизийә баш идариси әркин дуняниң мәтбуатлирини чәкләш һәққидә мәхсус уқтуруш чүшәргән болуп, мәзкур уқтурушта " йеқиндин буян бир қисим чәтәл ахбарат агентлиқлири вә мәтбуатлири түрлүк йоллар арқилиқ хитайниң һәрқайси җайлиридики йәрлик телевизийә истансилириға ' рошән сиясий қаратмилиқи' болған хәлқара хәвәрләрни йоллимақта , шуңа һәрқайси йәрлик телевизийә истансилириниң хәлқара хәвәрләрни өз алдиға бивастә улап аңлитиши қәтий чәклиниду " дәп көрситилгән .
Хитай дөләтлик радио , кино вә телевизийә баш идариси тәрипидин чүшүрүлгән бу уқтурушта йәнә " мәзкур уқтурушни елан қилиштики мәқсәт хәлқара хәвәр программилириниң сағлам вә тәртиплик тәрәққи қилиши үчүн шундақла хәлқара хәвәрләрни башқуруш хизмитини техиму күчәйтиш үчүн " дәп йезилған. Хитай дөләтлик радио , кино вә телевизийә баш идариси елан қилған бу уқтурушта хитайдики һәр қайси дәриҗилик радио - телевизийә башқуруш органлириниң һәрзаман сиясий, омумлуқ вә мәсулийәт туйғусини биринчи орунға қоюши керәклики алаһидә тәкитлинип "һәр қайси дәриҗилик радио - телевизийә башқуруш органлири сиясий сәзгүрлүкни вә сиясий пәрқ етиш иқтидарини техиму күчәйтиши керәк һәмдә йетәкләш нуқтисини чиң игиләп, башқуруш хизмитидә техиму мәсулийәтчан болуши керәк " дәп көрситилгән.
Хитай дөләтлик радио , кино вә телевизийә баш идариси тәрипидин тарқитилған бу уқтуруш бойичә, бундин кейин хитайдики һәрқайси дәриҗилик телевизийә истансилири хәлқара хәвәрләрни бериштә , чоқум мәркизи телевизийә истансиси вә хитай хәлқара радио - телевизийә истансиси тәрипидин тәминләнгән хәвәрләрнила бериши керәк икән . Шуниң билән бир вақитта, сүний һәмра арқилиқ берилидиған телевизийә программилирини өз алдиға қобул қилиш вә тарқитиш қәтий чәкләнгән болуп,һәрқайси телевизийә истансилирида бу һәқтә чоң тәкшүрүш елип берилидикән һәмдә түзүмгә хилаплиқ қилғучилар қаттиқ бир тәрәп қилинидикән .
Хитайда һазир чәтәл тилидики жорналларниң тәрҗимә қилинишиму чәкләнмәктә
Йеқинда хитайдики ахбарат нәшрият баш мәһкимисиниң әмәлдарлири хитай һөкүмитиниң йеқиндин буян чәтәл жорналлириниң мәмликәт ичидә хитайчиға тәрҗимә қилинишини чәкләватқанлиқини мәлум қилди . Уларниң билдүрүшичә , һазир хитайда, бир қисим чәтәл язғучилириниң тор бәтлири пүтүнләй тақиветилгән, йәрлик мәтбуат орунлириға аит йеңи бәлгилимиләр бекитилгән .
Америкиниң нюйорк шәһиридә турушлуқ “ бейҗиң баһари ” жорнилиниң баш тәһрири ху пиң әпәнди хитай һөкүмитиниң чәтәл жорналлириниң тәрҗимә қилинишини чәкләватқанлиқини мәдәнийәт саһәсидики бир хил чекиниш дәп көрсәткән .
Хитайниң шиән өлкисидики өктичи ма шявмин хитай һөкүмитиниң бу хил қилмишини пуқраларниң ахбарат әркинлик һөқоқини һөрмәт қилмиғанлиқ дәп қаримақта .
Канадада турушлуқ уйғур зиялийси мәмәт тохти әпәнди уйғур елидики учур алақиларниң хитай хитай бойичә әң еғир контрол қилиниватқанлиқини билдүрүп, өзиниң бу һәқтә хитай һөкүмитидин қаттиқ нарази икәнликини билдүрди. (Меһрибан)
Мунасивәтлик мақалилар
- “диалог фонди җәмийити” хитайдики бир қисим сиясий җинайәтчиләрниң әһвалини ашкарилиди
- Хаңҗуда чақирилған дуня будда мунбириниң йиғиниға далай лама қатнаштурулмиди
- Хитай һөкүмити сәндуңда бир язғучини дөләт һакимийитигә қарши туруш җинайити билән сотлиди
- Тйәнәнмен вәқәсидики хитай демократчиси канадаға йетип кәлди
- Хитай фалунгоңчиларниң ички әзалирини сетиш һәққидики әйибләшләрни рәт қилди