Америка йемәкликләр назарәт қилиш хадимлири хитайда тәкшүрүш елип бармақчи
2007.05.01
Хитайниң булғанған һайванатлар йемәклики америка базарлириға еқип киргәндин буян,нурғун қетим өй һайванлириниң өлүп кетиш вә кесәл болуш һадисилирини кәлтүрүп чиқарған. Болупму бу йил 3 - айдин башлап, америкида, хитай ишләпчиқарған һайванатлар йемәкликини истимал қилған ит вә мүшүк қатарлиқ өй һайванлириниң өлүп кетиш әһвали техиму көпийишкә башлиған.
Мәзкур вәқәләрниң йүз беришидики һәқиқий сәвәбләрни ениқлаш үчүн, америка йемәкликләр назарәт қилиш хадимлири хитайға берип нәқ мәйданда тәкшүрүш елип бериш қарариға кәлди. Хитай һөкүмити бу қарарни қобул қилидиғанлиқини билдүргән.
Хитайдики мунасивәтлик орунларниң етирап қилишичә, ишләпчиқирилған һайванатлар йемәкликидә бир хил мәламинә намлиқ пластик ишләпчиқиришта ишлитилидиған зәһәрлик химийивий мадда бар икән. Америкида ишләпчиқирилидиған һәрқандақ йимәкликтә, бу хил химийивий мадда қаттиқ чәкләнгән. (Меһрибан)