Хитайда әйдиз юқумдарлириниң сани 700 миңға йәтти


2007.11.29

Хитай һөкүмитиниң мөлчәрлишичә 2007 ‏- йилниң ахириға қәдәр хитайда бир йил ичидә әйдиз вируси билән юқумланғучиларниң сани 700 миңға йетидикән. Хитай сәһийә министирлиқиниң министири пәйшәнбә күни бейҗиңда өткүзүлгән мухбирларни күтивелиш йиғинида юқириқи санлиқ мәлуматни елан қилған болуп, униң ейтишичә бу сан 85 миң әйдиз бимарини өз ичигә алидикән.

Хитай даирилири буниңдин илгири әйдиз бимарлири билән әйдиз вирусини юқтурувалғучилар саниниң 2006 ‏- йилиниң ахири 650 миңға йәткәнликини билдүргән иди. Бу йил 10 ‏- айниң ахириға қәдәр, хитайда 223 миң адәмниң әйдиз вируси билән юқумланғанлиқи, әйдиз бимарлириниң болса 62 миңдин ашқанлиқи мәлум болған.

Хитай сәһийә хадимлири, әйдиздин йеңи юқумланғучиларниң тәхминән 45 пирсәнтиниң җинсий мунасивәттин, 42 пирсәнтиниң зәһәрлик чекимликни укул қилип уруш сәвәбидин, 12 пирсәнт кишиниң охшаш җинслиқлар арисидики мунасивәттин мәйданға кәлгәнликини билдүрди.

Мутәхәссисләрниң ейтишичә, уйғур или, хитай буйичә әйдиз вируси әң тез тарқиливатқан район болуп, уйғур илидики зәһәрлик чекимлик чәккүчиләр саниниң ешип кетиши билән кишиләр арисида әхлақ бузулушиниң көпийиши әйдиз вирусиниң шиддәт билән тарқилишиға сәвәб болмақта икән. (Әқидә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.