" Дөләт һакимийитини ағдурушқа күшкүртүш " җинайити билән әйибләнгән кишилик һоқуқ паалийәтчиси хуҗя 18 - март сәйшәнбә күни чүштин кейин бирдә бейҗиң шәһәрлик 1 - оттура сотта сотланди. Әнгилийә б б с радио - телевизийисиниң бейҗиңдин игиләп хәвәр тарқитишичә, сот мәйданиға пәқәт униң аписиниң қатнишиши рухсәт қилинған. Сот үч саәт давам қилған болуп, содийә " қайта көрүп чиқип һөкүм қилиш вақтини бекитидиғанлиқи " ни җакарлаш билән сот ахирлашқан.
Хитайдики әйдиз мәсилиси вә кишилик һоқуқ мәсилилири буйичә актип паалийәтчи 34 яшлиқ хуҗя бултур 12 - айниң 27 - күни дөләт һакимийитини ағдурушқа күшкүртүш җинайити билән қарилинип тутқун қилинған болуп , буниң алдидиму у хитай сақчилири тәрипидин көп қетим тәһдиткә учриған, тутуп,қоюп берилгән һәмдә назарәткә елинған, униң аяли вә йеңи туғулған қизиму аилидә нәзәр бәнт қилинған.
Соттин кейин униң дидарлашмиғили төт айдин ашқан аяли вә төт айлиқ қизи билән бир нәччә минут көрүшүшигә рухсәт берилгән. Сот ахирлашқандин кейин мухбирларниң зияритини қобул қилған ху җияниң адвокати ли фаңпиң " ху җя җинайитигә һәргиз иқрар әмәс " дегән.
Мәркизи нюйорктики кишилик һоқуқ көзитиш тәшкилати бүгүн хитай кишилик һоқуқ паалийәтчиси ху җяға сот ечилғанлиқи мунасивити билән " ху җяниң қарилиниши баштин тартипла инсан һәқлиригә хилап бир дело" дәп баянат елан қилди шундақла "хитай бу йил 8 -айда хәлқаралиқ олимпик өткүзүлидиған бир дөләт. Хитай һөкүмити олимпик арқилиқ өзиниң ишәнчлик, тәрәққиятқа игә икәнликини дуняға мәғрур көрсәтмәкчи , шуңа буниң алдида хитай ичидики барлиқ тәнқидий авазларни йоқитиш үчүн һәрикәт қилмақта, ху җяниң делоси буниң испати"дәп көрсәтти.
Хитай баш министири вин җябав, министирлиқ вәзиписигә қайта бекитилгәндин кейин, ху җя мәсилиси һәққидә мухбирларниң соалиға җаваб бәргәндә " ху җяниң делоси қанун буйичә бир тәрәп қилиниду " дегән.
Ху җяниң адвокати сотниң мушу һәптә ичидә һөкүм елан қилиниши мумкинликини шундақла ху җяниң җинайити бекитилсә, бәш йил әтрапида қамақ җазасиға һөкүм қилиниш еһтималлиқиниң юқирилиқини билдүргән. (Гүлчеһрә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Америка ташқи ишлар министирлиқи хитай һөкүмити елан қилған "америкиниң кишилик һоқуқи доклати" ға инкас қайтурди
- Хитай миллий кәмситиш америкида еғир деди, өзидичу ?
- Хитай ташқи ишлар министирлиқи америкиниң 2007 - йиллиқ кишилик һоқуқ доклатиға наразилиқ билдүрди
- Америка ташқи ишлар министирлиқи 2007 - йиллиқ кишилик һоқоқ хатириси доклати елан қилди
- Хитай олимпик һарписида кишилик һоқуқни яхшилаш бесимиға изчил дуч кәлмәктә
- Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати америкини хитай кишилик һоқуқи мәсилисидә сөзи билән һәрикити бирдәк болушқа чақирди
- Хитай әдлийә даирилири үрүмчидә бир христян мухлисини әйибләштин ваз кәчти
- Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати йиллиқ доклатида хитайни әйиблиди
- Хитай һөкүмити кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң бесимиға тиз пүкмәйдиғанлиқини билдүрди
- Кишилик һоқуқ тәшкилатлири хитайни, мәшһур әйдиз паалийәтчиси ху җяни қоюп беришкә чақирди
- Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати америка һөкүмитидин, хитайниң кишилик һоқоқи һәққидики тәләплирини оттуриға қойди
- Йеқиндин буян хитайниң кишилик һоқуқ хатириси, адәттин ташқири диққәткә сазавәр болмақта