Хитайниң әнхуй өлкисидә һәрбий академийә оқуғучилири исян көтәрди
Хитайниң әнхуй өлкиси хефей шәһиридики азатлиқ армийә топчи қисимлар академийисидә топилаң йүз берип, оқуғучилар билән даириләр оттурисида тоқунуш келип чиққан һәмдә оқуғучилар, академийиниң оқутуш әслиһәлирини, ишик -деризә вә партиларни уруп чаққан. Хәвәрләрдә әскәртишичә, тоқунуш җәрянида қан төкүлүш вәқәси йүз бәргән болуши мумкин.
Радиомизниң игилишичә, топилаңниң йүз беришигә топчи қисимлар академийисиниң 4 - йиллиқидики оқуғучилар мәктәп депломиниң етирап қилинмайдиғанлиқиға нарази болуп намайиш қилса, даириләрниң тәһдитигә учриғанлиқи сәвәбчи болған. Лекин хефей шәһәрлик җ х идариси вә академийә даирилири бундақ бир иштин хәвәрсиз икәнликини билдүргән.
Бирләшмә ахбарат агентлиқиниң әскәртишичә, вәзийәт пәйшәнбә күни асасән пәсийип, оқуғучилар җүмә күни оқуш башлиған. Хефей азатлиқ армийә топчи қисимлар академийисидә йүз бәргән вәқә, хитай һәрбий- әдлийә сестимисида йеқинқи 3 айдин бери йүз бәргән тунҗи вәқә әмәс. Буниңдин бурун техи йеқиндила уйғур аптоном райониниң мәркизи үрүмчидә шинҗаң әдлийә - сақчи мәктипидики уйғур оқуғучилар билән хитай оқуғучилар арисида тоқунуш йүз берип, қораллиқ сақчиларниң арилишишини кәлтүрүп чиқарған иди.
Радиомизниң игилишичә, вәқәни қозғиғанлар оқуш пулини өзи көтүридиған " вакалитән тәрбийиләш синипиниң оқуғучилири" икән. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай бихәтәрлик тармақлири бейҗиң олимпик йиғинида намайиш елип барғанлар қаттиқ җазалинидиғанлиқини билдүрди
- Тйәнәнмен намайишида түрмигә ташланған ли вейхуң қоюветилди
- Хоңкоңлиқлар омумий сайлам өткүзүш намайиши елип барди
- Гуаңши яңшу наһийисидики амма һөкүмәт вә сақчилар билән тоқунушти
- Сәндуңда туңганлар билән хитайлар арисида тоқунуш йүз берип бир адәм өлди
- Тйәнәнмин оқуғучилар һәрикитигә қатнашқан 100 нәпәр әтрапида сиясий паалийәтчи техичә түрмидә
- Хитайда наразилиқ һәрикәтлири изчил түрдә йүз бәрмәктә
- Хитай һөкүмити тйәнәнмин вәқәсидики намайишчини 18 йилдин кейин қоюп бәрди
- Ху җинтав 1 - июл күни хоңкоңда намайиш башлиништин бурун бейҗиңға қайтидикән
- Җеҗяң өлкисидә өйидин көчүшкә мәҗбурлаш сәвәбидин тоқунуш йүз бәрди