Хитай сақчилири намайишчиларға яш ақтуруш бомбиси атти


2007.12.21

20- Декабир пәйшәнбә күни җәнуби хитайда хитай сақчилири, йәрлик һөкүмәтниң өзлириниң тирикчилик қилидиған йәрлирини адаләтсизлик билән игиливалғанлиқиға қарши намайиш елип бериватқан миңдәк намайишчиға яш ақтуруш бомбиси етип уларни тарқақлаштурди.

Мәлум болушичә, намайиш гуаңдуң өлкисиниң дуңҗу йезисида 20 - декабир кәчқурун саәт 4ләрдә елип берилған болуп, нәқ мәйданға йүзлигән деһқанлар йиғилған.

Радиомиз игилигән мәлуматларға қариғанда, толуқ қоралланған миңдин артуқ қораллиқ сақчи қисим әскәрлири вә намайишини бастуруш әтрити әзалири дуңҗу йезиға киргән вә кириш еғизни қамал қилип, намайишчи амминиң мәзкур йезидики хәйвән електир истансиси вә ток тәқсимләш мунариси иш мәйданиға қарап сүрүлүшини тосиған. Өзини ашкарилашни халимиған бир киши сақчиларниң намайишчиларға яш ақтуруш бомбиси атқанлиқини билдүргән.

Нәтиҗидә һөкүмәт тәрәпниң күч көрситип қаттиқ бастуруши арқисида, намайиш бесиқтурулуп ток тәқсимләш мунари қурулуши давамлаштурулған.

Икки йил илгири дуңҗуда һөкүмәт електир истансиси қурулуши елип бериш үчүн деһқанларниң йәрлирини мәҗбурий һалда тартивалғандин кейин деһқанлар қаршилиқ билдүрүп намайиш қилғанда сақчилар намайишчиларға оқ чиқирип 3 адәмни өлтүргән иди.

Йеқинқи йиллардин буян, хитайда йәрләрниң қалаймиқан игиливелинишини сәвәблик деһқанлар билән сақчилар арисида һәр хил шәкилдики тоқунушлар йүз берип келиватқан болуп бу нөвәттикисиму шу хилидики наразилиқ намайишиниң бир қисми һесаблиниду. (Җүмә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.