Хитайда һөкүмәткә қарши наразилиқ һәрикәтлири изчил түрдә йүз бәрмәктә
2007.12.20
Хитайниң бир қанчә җайлирида һөкүмәтниң сияситигә наразилиқ билдүрүш һәрикәтлири арқа - арқидин йүз бәргән болуп, нөвәттә сақчилар наразилиқ билдүргүчиләрни бастуруш һәрикәтлири елип бармақта.
Истансимизниң игилишичә, 19 - декабир күни шаңхәй шәһәрлик һөкүмитиниң йиллиқ хизмәтлирини хуласилаш йиғини өткүзүлүватқан пәйттә 200 дин артуқ адәм йиғин зали алдида һөкүмәткә қарши намайиш өткүзгән, гәрчә намайиш тинчлиқ йосунда елип берилған болсиму, сақчилар һазирға қәдәр 100 дин артуқ намайишчини мәхпий түрмигә ташлиған.
20 - Декабир күни йәнә, ху бей өлкисиниң 20 нәччә наһийисидики хәлқ оқутқучилири, ху бей өлкилик әрзийәт ишханисиға берип, пенсийә мәсилиси тоғрисидики шикайитини сунуш билән биргә, алдинқи ай охшаш мәсилә түпәйли қолға елинған бир оқутқучини қоюп беришни тәләп қилған. Оқутқучилар буниңдин бир қанчә вақит илгири һөкүмәткә пенсийә маашини юқири көтүрүш һәққидә көп қетим илтимас сунған болсиму, әмма уларниң илтимасиға һечким қулақ салмиған.
Оқутқучилар вәкили истансимизға, өзлириниң йәнә бир қетим коллектип бир чоң һәрикәт қозғайдиғанлиқини билдүргән. Әмма, көзәткүчиләр һөкүмәтниң оқутқучилар мәсилисини бир тәрәп қилиш әмәс бәлки уларни һөкүмәткә қарши һәрикәт қозғиған топилаңчилар қатарида муамилә қилип, түрмигә ташлап җазалишидин әндишә қилмақта. (Әқидә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Кишилик һоқуқ тәшкилати: хитай мәктәплиридә өсмүрләрни әмгәккә елиш ишлири мәвҗут
- Хитай "қанун тәшвиқат күни" һарписида намайишчиларниң наразилиқиға дуч кәлди
- Хитайниң әнхуй өлкисидә һәрбий академийә оқуғучилири исян көтәрди
- Хитай бихәтәрлик тармақлири бейҗиң олимпик йиғинида намайиш елип барғанлар қаттиқ җазалинидиғанлиқини билдүрди
- Тйәнәнмен намайишида түрмигә ташланған ли вейхуң қоюветилди
- Хоңкоңлиқлар омумий сайлам өткүзүш намайиши елип барди
- Гуаңши яңшу наһийисидики амма һөкүмәт вә сақчилар билән тоқунушти
- Хитай өктичииси бейҗиң олимпик йиғинини байқут қилишқа чақирди
- Хитайда һәрбийдин чекингән әскәрләр билән сақчилар оттурисида қанлиқ тоқунуш йүз бәрди