Бейҗиң даирилири, хитай зиялилириниң йиғилишиға рухсәт бәрмиди
2007.12.22
Хитай даирилири, демократик көз қараштики хитай язғучилириниң, мустәқил хитай қәләмкәшләр җәмийити тәрипидин уюштурулған бир йиғилишқа қатнишишиға рухсәт бәрмигән.
Хитай қәләмкәшләр җәмийитиниң рәиси лю шиявбониң билдүрүшичә, хитай сақчилири, йеңи йил мунасивити билән уюштурулған ахшам зияпитигә қатнишишни пиланлиған 20 әтрапида хитай язғучисиниң йиғилишқа қатнишишни тосаш үчүн, түрлүк тәдбирләр алған болуп, уларниң бәзилирини нәзәрбәнт қилған бәзилирини болса, йиғилишқа қатнашмаслиқ тоғрисида агаһландурған.
Хитай қәләмкәшләр җәмийитиниң тор бетидә бу мәсилә тоғрисида елан қилинған баянатта көрситилишичә, зияпитигә қатнишишни пиланлиған язғучиларниң бери болған, шаңхәйлик язғучи вә сиясий паалийәтчи, ли җәнхоң, чаршәнбә күнидин бери бир меһманханида тутуп турулмақта икән.
Лю шиявбо ниң ейтишичә, йиғилишқа җәмий 50 хитай зиялиси қатнишишни пиланлиған икән. Франсийә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, хитай сақчи даирилири җүмә күни, лю шиявбоға, йиғилишни бикар қилиш тоғрисида буйруқ чүшүргән. Лю хитай сақчилириниң бу һәрикитиниң қанунларға хилап икәнликини тәкитләп, уни кишилик һоқуқниң очуқ-ашкара дәпсәндә қилинғанлиқиниң испати дәп, көрсәтти. Лиюниң билдүрүшичә, хитай даирилириниң бейҗиң олимпик тәнһәрикәт йиғини һарписида, мустәқил пикир қилидиған хитай зиялий вә язғучилириниң йиғилишини чәклигәнлики, бейҗиң һөкүмитиниң, хитайдики сиясий өктичиләргә қаратқан бастурушни изчил давамлаштурудиғанлиқиниң бир бешарити һесаблинидикән. (Өмәр қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- Бейҗиң сақчилири әркин қәләмкәшләр җәмийитиниң йиғилишини баситуруши мумкин
- Хитай сақчилири намайишчиларға яш ақтуруш бомбиси атти
- Хитайда һөкүмәткә қарши наразилиқ һәрикәтлири изчил түрдә йүз бәрмәктә
- Кишилик һоқуқ тәшкилати: хитай мәктәплиридә өсмүрләрни әмгәккә елиш ишлири мәвҗут
- Хитай "қанун тәшвиқат күни" һарписида намайишчиларниң наразилиқиға дуч кәлди
- Хитайниң әнхуй өлкисидә һәрбий академийә оқуғучилири исян көтәрди
- Хитай бихәтәрлик тармақлири бейҗиң олимпик йиғинида намайиш елип барғанлар қаттиқ җазалинидиғанлиқини билдүрди
- Тйәнәнмен намайишида түрмигә ташланған ли вейхуң қоюветилди
- Хоңкоңлиқлар омумий сайлам өткүзүш намайиши елип барди
- Сәндуңда туңганлар билән хитайлар арисида тоқунуш йүз берип бир адәм өлди