"Һәқ - һоқуқимизни вә қәдир - қиммитимизни қайтуруп алимиз "
2008.02.28
Хитайда 10 миңдин артуқ киши тәрипидин имза қоюлған " һәқ - һоқуқимизни вә қәдир - қиммитимизни қайтуруп алимиз " дегән темидики бир парчә очуқ хәтниң, хитай коммунист партийисиниң 17 - нөвәтлик 2 - омумий йиғини ечилиши җәрянида елан қилинидиғанлиқи пәйшәнбә күни ашкариланди.
Истансимиз игилигән мәлуматтин қариғанда, мәзкүр очуқ хәттә үч хил тәләп оттуриға қоюлған болуп, биринчи хил тәләптә " дуня кишилик һоқуқ әһдинамиси"билән" хитай асасий қануни" да қәйт қилинған пуқраларниң әң әқәллий һоқуқлиридин, пуқраларниң сөз қилиш, нәшр қилиш, йиғилиш, намайиш өткүзүш әркинликигә, болупму қануний асаста амминиң " өз - ара ярдәмлишиш вә өзини қутқузуш" қа охшаш җәмийәт вә бирләшмиләрни қурушиға, интернет тор бәтлири тәсис қилишиға йол қоюш шуниңдәк инсанларни гезит вә журнал чиқириш әркинликигә игә қилиш дегәнгә охшаш тәләпләр оттуриға қоюлған.
Иккинчи хил тәләптә,әмгәк билән тәрбийиләш дегән қанунсиз түзүмни бикар қилиш, болупму түрмигә соланған бигунаһ әрздарларни әркинликкә чиқириш, мәҗбурий тәсис қилинған өгиниш гуруппилири вә роһий кесәлликләр дохтурханилирини бикар қилиш, үчинчи хил тәләптә болса, " әрзийәт низамнамиси" ға өзгәртиш киргүзүп, әрздарларни бастуруш һәрикәтлирини қәтий чәкләш, һәр қандақ шараитта әрздарларни бастуруш қилмиши " асасий қанун" һәмдә " әрзийәт низамнамиси" ға асасән қанунсииз һесаблиниду, шуңа йәрлик һөкүмәт тәрипидин елип бериливатқан мәзкүр қанунсизлиқ һәрикәтлири үстидә сүрүштүрүш елип бериш вә мәсулийити еғир болған әмәлдарларни җазалаш тәләп қилинған.
Бейҗиң олимпик тәнтәрбийә мурасиминиң йетип келиш һарписида, хитайда хәлқниң һөкүмәткә болған наразилиқ һәрикәтлири күндин - күнгә күчийиватқан болуп, бу хитай даирилири нөвәттә әң әндишә қиливатқан асаслиқ мәсилиләрниң бири һесаблиниду. (Әқидә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Сичуәндә нәччә миң ишчи иш һәққигә нарази болуп иш ташлиди
- Гуаңҗуда 4 миң киши иш ташлап йолларға тосақларни қурди
- Хитайда байлар вә әмәлдарлар пиландин сирт пәрзәнт көрмәктә
- Хитайда наразилиқ һәрикәтлири арқилиқ һәқ тәләпләрни һәл қилиш наһайити аз учрайдиған әһвал
- Хитай зиялийлири һөкүмәттин хәлқаралиқ әһдинамини тәстиқлашни тәләп қилди
- Хоңкоңлуқларниң толуқ демократийә тәлипи рәт болди
- Хитайда наразилиқ һәрикәтлири күндин - күнгә күчәймәктә
- Хитай даирилири дуңҗу кәнтигә сақчи қисимлирини йөткәп келип пуқраларни агаһландурди
- Нәнкәй университетида оқуғучилар топилиңи йүз бәрди
- Бейҗиң даирилири, хитай зиялилириниң йиғилишиға рухсәт бәрмиди