Хитайда бу йил биринчи айда хәлқниң турмуш сәрпияти %7.1 Өрлиди


2008.02.20

Хитайда бу йил биринчи айда истимал буюмлириниң баһаси әң көп өрлиди. Б б с ниң баян қилишичә, бу йил биринчи ай хитайда 1996 ‏- йилидин буян турмуш истимал буюмлириниң баһаси өрләп әң юқири пәллигә йәткән бир ай болуп һесаблиниду.

Һөкүмәт даирилириниң чүшәндүрүшичә, гәрчә һөкүмәт 2008 ‏- йилини пул пахаллиқиниң алдини алидиған йил дәп бекитип тиришчанлиқ көрситиватқан болсиму, әмма бу йил хәлқ турмушида турмуш сәрпиятиниң юқири өрләп кетишигә чошқа гөшиниң баһаси өткән йилдикидин %58 өскәнлики сәвәб болған.

Б б с ниң хәвиридә баян қилинишичә йәнә, хитайда 2007 ‏- йилида иқтисад %11.4 юқири өрлигән болсиму, әмма пулниң пахаллишиши %4.8 Гә йәткән. Бу йил биринчи айда қар апити йүз бәргәндә, истимал буюмлириниң баһаси техиму юқири өрлигән.

Мутәхәссисләрниң пәрәз қилишичә, хитайда йүз бәргән қар апити техи аяғлашмиди, иккинчи айниң оттурилириғичә давамлишиши мумкин. Бундақ әһвал астида истимал буюмлириниң баһаси өрләп, пулниң пахаллишиши техиму еғир болуши мумкин. (Вәли)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.