Хитай әмәлдарлириниң хиянәтчилик җинайәтлири көпәймәктә
2007.01.23
Бейҗиңда хитайниң дөләтлик пул муамилә йиғини ахирлашмай турупла, сиясий бюро әзаси хуаң җүйниң пул муамилә саһәсидики рәһбәрлик һоқуқини вин җябавниң өткүзүвалғанлиқи елан қилинди. Җяң земин гуруһиниң асаслиқ адими дәп қаралған чин ляңйүй хиянәтчилик делоси ашкариланғандин кейин пәқәт шаңхәй шәһиридинла 50 тин артуқ партийә, һөкүмәт әмәлдарлириниң қолға елинғанлиқи яки вәзиписидин елип ташланғанлиқи ашкариланған иди.
Җуңго банкисиниң 21 - январдики хәвиридә, бултур бир йил ичидә қаидигә хилаплиқ қилған миңдин артуқ органни ениқлап чиққанлиқи, мәсулийити бар дәп қаралған 7 миңдин артуқ кишиниң җазаланғанлиқи һәмдә 243 нәпәр юқири дәриҗилик әмәлдарни вәзиписидин елип ташлиғанлиқи билдүрүлди.
Хенән өлкисиниң мупәттиш назарити йәнә шу күни баянат елан қилип, бултур бир йил ичидә өлкә бойичә 1700 дин артуқ һәр дәриҗилик партийә, һөкүмәт әмәлдарлириниң җазаланғанлиқини, улар игиливалған пулниң 5 йерим милярд юәнгә йәткәнликини билдүрди.
Кәйпиң шәһиридики сот мәһкимиси мәзкур шәһәрдики хитай банкисиниң башлиқиниң укиси билән бирлишип қара җәмийәтниң 6 милярд юәндин артуқ пулини ююп бәргәнлики үчүн җазаланғанлиқини оттуриға қойди.
Җуңго яшлири гезитиниң 20 - январдики " латарийидин киргән 20 милярд юәндин көп пул қәйәргә ишлитилди ? " мавзулуқ хәвиридә, бултур кирим қилинған бу пулни мәркәз вә йәрлик һөкүмәтләрниң тәң бөлүшүвалғанлиқи илгири сүрүлгән.
Мулаһизичиләр, хитай әмәлдарлири арисида ямраватқан хиянәтчилик җинайәтлириниң ахири хәлқниң көчлүк қаршилиқини пәйда қилидиғанлиқини тәһлил қилишмақта. (Меһрибан)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитайниң хенән өлкисидә парихор кадирлар җәмий бәш йерим милярд йүән хиянәт қилған
- Хитайда сәһийә хадимлириниң хизмитидин пайдилинип парихорлуқ қилиш қилмиши еғир болмақта
- Хитайда үч йил ичидә 67 миңдин артуқ әмәлдар җазаланған
- Чириклик вә хиянәтчилик хитайға қандақ ақивәтләрни елип келиду?
- Чен ляңйүниң хиянәтчилик сәтчиликигә четишлиқ икки кишиниң хәлқ қурултийи вәкиллики бикар қилинди
- Лявниңда сақчилар билән пуқралар арисида тоқунуш йүз бәрди