Хоңкоңлиқлар омумий сайлам өткүзүш намайиши елип барди


2007.10.07
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

Йәкшәнбә күни хоңкоңдики викторийә мәйданиға 5000дин артуқ амма топлинип, демократик тәшкилатларниң уюштуришида хоңкоңда омумий сайлам өткүзүшни тәләп қилди.

Намайишчилар 2012-йили хоңкоңда парламент әзалириниң хоң коң мәмурий валисини сайлаш һоқуқини бикар қилип, пүтүн хоңкоңлиқларниң сайламға қатнишиши билән өз валисини сайлашини йолға қоюшни тәләп қилишини әкис әттүридиған "сериқ рәңдики ямғурлуқларни көтүрүп, униңдин "2012" дегән санақни шәкилләндүргән.

Әнгилийә б б с агентлиқиниң хәвәр қилишичә, намайишчилар викторийә мәйданидин йолға чиқип, хоңкоң алаһидә район мәмурийитиниң алдида тохтап, намайиш елип барған. Һәтта йәкшәнбә күни йәнә бейҗиң пәрәс тәшкилатларму намайиш өткүзүп, хоңкоң һөкүмитидин маарип, вә хәлқ турмушини яхшилашни тәләп қилған.

Бу йил 7-айниң биринчи күни хоңкоңниң хитай қойниға қайтип кәлгәнликиниң 10 йиллиқ мунасивити билән хитай рәиси ху җинтав хоңкоңниң йеңи валисиниң қәсәм бериш мурасимиға қатнашқан иди.(Үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.