Хоңкоң демократлири хоңкоңни демократик идарә қилишқа қистимақта


2007.12.24

Хоңкоңниң демократийисиниң кәлгүси һәққидә қарар бәлгиләш үчүн хитай хәлқ қурултийи даимий комитети йиғин ечишқа тәйярлиқ қиливатқан пәйтләрдә, хоңкоңниң демократик партийиси 7 күнгә созулидиған ачлиқ елан қилиш һәрикитини башлап, 2012- йилиғичә, хоңкоңда хәлққә толуқ, омумйүзлүк биләт ташлап сайлам елип бериш һоқуқи берилиши керәкликини тәләп қилди.

Мәлум болушичә, һазир вәзипә өтәватқан хоңкоң баш мәмури зиң йиңчуән, хитай мәркизий һөкүмитигә доклат йоллап, 2017- йилиғичә хоңкоңда толуқ демократийини йолға қоюшниң хоңкоңниң әһвалиға техиму бап келидиғанлиқини оттуриға қойған иди.

Әмма доклат йоллинип бир һәптә өткәндин кийин хоңкоңдики демократик партийә әзалири йәкшәнбә күнидин башлап ачлиқ елан қилип, хоңкоңда толуқ демократийини йолға қоюшни 2017- йилғичә сүрүш пикригә наразилиқ билдүрди.

Ройтерс агентлиқида көрситилишичә, ачлиқ елан қилиш намайиши хоңкоң қанун бәлгиләш идарисиниң алдида елип берилған болуп, намайишини тәшкиллигүчи хоңкоң демократик партийисиниң рәиси хе җүнрен өзлириниң анчә үмидвар әмәсликини, чүнки хитай мәркизий һөкүмитиниң хоңкоңниң кәлгүсидә толуқ демократийини йолға қоюш пикрини анчә қобул қилип кетәлмәйдиғанлиқини билдүргән.

Әпйүн урушидин буян бүйүк британийә империйисиниң башқурушида болуп кәлгән хоңкоң, 1997- йили хитайға өткүзүлүп берилгән болуп, әйни чағда хитай һөкүмити бир дөләттә икки хил түзүм болуш нәзәрийисини тонуштуруп хоңкоңниң демократик түзүмини қобул қилидиғанлиқи тоғрисида вәдә бәргән иди.

Хоңкоң баш мәмури зиң йиңчуән хитай мәркизий һөкүмитигә йоллиған доклатида хитай һөкүмитидин хоңкоңда техиму кәң демократийини йолға қоюш тәләп қилинған болсиму, әмма көплигән хоңкоң хәлқниң 2012- йилиғичә хоңкоңда биваситә сайлам елип бериш һоқуқи берилишини тәләп қилидиғанлиқи көрситилгән.

Мушу һәптә ахири, хитай хәлқ қурултийи даимий комитети бейҗиңда, зиң йиңчуән бейҗиң даирилиригә йоллиған мәзкур доклатни музакирә қилиду вә хоңкоңниң кәлгүси тәқдирини бәлгиләш үчүн қарар мақуллаш йиғини ачиду. (Җүмә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.