Хоңкоң хәлқи намайиш өткүзүп, демократийини күчәйтишни тәләп қилди
2005.01.23
Хоңкоңдики икки миңдин артуқ киши йәкшәнбә күни кочида намайиш өткүзүп, хитай һөкүмитидин хоңкоңниң демократийисини күчәйтишкә вә иҗтимаий баравәрликигә капаләтлик қилишқа йол қоюшини тәләп қилди.
Америка бирләшмә ахбарат агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, намайишчилар һәр хил лозункиларни көтүрүп, шоарларни товлап, 2007 - вә 2008 - йиллири хоңкоңда бивастә сайлам елип беришни чақирған. Хоңкоң алаһидә мәмурий райониниң башлиқи 2007 - йили, парламент әзалири болса 2008 - йили башқидин сайлиниду.
Нөвәттики хоңкоң парламентидики 60 әзаниң йерими бивастә сайлам арқилиқ мәйданға кәлгән , қалған йерими алаһидә тәшкилатларниң таллиши билән сайланған. Хоңкоң алаһидә мәмурий раюнниң башлиқи доң җйәнхуа болса 800 кишилик бейҗиңпәрәс сайлам комитетиниң көрситиши билән тәйинләнгән.
Хитай һөкүмити хоңкоңни өткүзивелишниң алдида, хоңкоңниң түзүми вә қанунини 50 йилғичә өзгәртмәйдиғанлиқини, хоңкоңға алий аптономийә беридиғанлиқини вәдә қилған болсиму, бирақ хоңкоңни қайтуривалғандин кийин, униң демократийилишиш қәдимини тезлитишини рәт қилмақта.
Америка бирләшмә ахбарат агентлиқиниң хәвиридә ейтилишичә, нурғун хоңкоң аһалилири, хитайниң хоңкоңдики контроллиқиниң һәддидин ешип кәткәнликини билдүрмәктә. (Арзу)