Ху җинтав 1 - июл күни хоңкоңда намайиш башлиништин бурун бейҗиңға қайтидикән
2007.06.27
Радиомиз мухбирлириниң хоңкоңдин алған учурлириға қариғанда, хитайниң дөләт рәиси ху җинтав 6 - айниң 29 - күни хоңкоңға бариду. У 7 - айниң 1 - күни хоңкоңниң хитайға қайтурулғанлиқиниң 10 йиллиқини тәбрикләш вә хоңкоңда 3 - нөвәтлик алаһидә район һөкүмити һоқуқ тутушқа башлиғанлиқини тәбрикләш мурасимлириға қатнишиду.
Хоңкоңниң хитайға қайтурулғанлиқиниң 10 йиллиқини тәбрикләш паалийәтлири җәрянида, 7 - айниң 1 - күни чүштин кейин саәт 3 тә, хитай коммунист һөкүмитиниң демократийини боғқанлиқиға наразилиқ билдүридиған чоң намайиш болидиғанлиқи, намайишта 1989 - йили бейҗиңдики тйәнәнмен мәйданида йүз бәргән қанлиқ бастуруш вәқәси һәққидә нутуқ сөзлинидиғанлиқи буниңдин хели бурунла елан қилинған иди.
Учурларға асасланғанда, ху җинтав хоңкоңда намайиш башлиништин бурун бейҗиңға қайтип келидикән. (Вәли)
Мунасивәтлик мақалилар
- Сичүән өлкисидә миңдин артуқ амма вә оқуғучилар бирликтә намайиш қилди
- Ички моңғулда 5 миңдин артуқ хәлқ аммиси сақчилар билән тоқунушти
- Хитай деһқанлар "пиланлиқ туғут сиясити"гә қарши йәнә намайиш қилди
- Гуаңшида пиланлиқ туғут тоқунуши пәйда қилған әмәлдарларни сотлаш үчүн адвокатлар һәқсиз мулазимәткә тәйяр
- Хоңкоңда тйәнәнмен вәқәсидә өлгәнләргә матәм билдүрүш йиғилиши өткүзүлди
- Гуаңшида пиланлиқ туғут сияситигә қарши кәйпият йәнила җидди
- Гуаңши өлкисидә йүз бәргән пиланлиқ туғутқа қарши топилаң техи тинҗимиди
- Гуаңши бобәйдики деһқанларниң һөкүмәткә қарши наразилиқи мәтбуатларда мулаһизә қилинмақта
- Гуаңшидики деһқанларниң пиланлиқ туғутқа қарши қозғилиңи сақчилар тәрипидин бастурулди