Хоңкоңға кәлгән ху җинтав, наразилиқ намайишлири билән қарши елинди


2007.06.30

Хоңкоңниң әнгилийә тәрипидин хитайға қайтурулғанлиқиниң он йиллиқи мунасивити билән уюштурулған мурасимларға қатнишиш үчүн җүмә күни хоңкоңға кәлгән хитай дөләт рәиси ху җинтав, наразилиқ намайишлири билән қарши елинди.

Хуҗинтав чүшкән миһманхана әтрапиға йиғилған онлиған намайишчи, хуҗинтав вә хитай һөкүмитигә қарши шуарлар төвлап, меһманханиға йеқинлишишқа тиришқан болсиму, әмма сақчилар уларниң миһманханигә қарап илгирлишиниң алдини алған.

Бу, ху җинтав ниң хитай дөләт рәиси вәзиписни қолға алғандин кейин, хоңкоңни тунҗи қетим зиярәт қилиши болуп һесаблиниду. Ху җинтав өткән он йил җәрянида хоңкоңда йүзбәргән тәрәққиятни махтап, хоңкоң хәлқини техиму вәтәнпәрвәр болушқа чақирған.

У хитай мәркизи һөкүмитиниң " бир дөләттә, икки хел түзүм" принсипиға һөрмәт қилидиғанлиқини тәкитләп, мәркизи һөкүмәт хоңкоңни, хоңкоң хәлқи башқуруш принсипида чең туриду дәп көрсәтти.(Өмәр қанат)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.