Ху җинтав өз йеқинлирини өстүрүп өз һоқуқини мустәһкәмлимәктә
2007.08.31
Хитай президенти ху җинтав хитай коммунистик партийиси 17- қурултийидин бурун өз йеқинлирини муһим орунларға қоюш арқилиқ хитай һакимийитидики орнини мустәһкәмләшкә башлиған.
Ройтерс агентлиқиниң 31- авғусттики мәлуматиға қариғанда ху җинтав һазир хитай коммунистик партийиси мәркизи комитети даимий ишлар мудирийитиниң муавин мудирлиқ вәзиписини өтәватқан йеқини лиң җихуани һазир хитай мәркизий комитет даимий ишлар мудирийитиниң баш мудирлиқ вәзиписини өтәватқан ваң гаңниң орниға өстүрмәкчи икән.
Ваң гаң 1977- йилидин 1981- йилиғичә, хитай һөкүмитиниң уйғур елидики парткоминиң баш катиплиқ вәзиписини өтигән болуп, ички ишлардин хәвәрдар затларниң ашкарилишичә, ваң гаң сабиқ хитай рәиси җяң земинниң адими икән.
Өзини ашкарилашни халимиған бирәйлән ройтерсқа: "бу бәк муһим орун" дегән вә шундақ қилиш арқилиқ ху җинтавниң өз сиясий орнини мустәһкәмләватқанлиқини билдүргән.
Сиясий бюро болса хитай коммунистик һакимийитиниң мәркизи болуп, қанун бәлгиләш, қарар елиш қатарлиқ бир қатар назук вә мәхпий мәсилиләр бир тәрәп қилинидиған орун.
Партийә мәркизи комитет даимий ишлар мудирийитиниң сабиқ мудирлири һазир сиясий бюрониң кандидат әзалири болуп буларниң ичидә, баш министир вен җиябав вә муавин рәис зең чиңхуң қатарлиқлар бар. (Җүмә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай коммунист партийисиниң 17 - қурултейини дуня диққәт билән көзәтмәктә
- Бу йил компартийә 17 - қурултийиға қатнишидиған уйғур вәкилләр сани 12 гә чүшүп қалди
- Хоңкоңға кәлгән ху җинтав, наразилиқ намайишлири билән қарши елинди
- Ху җинтав 1 - июл күни хоңкоңда намайиш башлиништин бурун бейҗиңға қайтидикән