Хумдан "қул ишчи" сәтчиликигә алақидар он нәччә адәмни сотлаш башланди
2007.07.04
Алдинқи айда, ишчиларни хумданда қул қилиш сәтчилики пур кәткәндин кийин, бу иш пүтүн хитай миқясида күчлүк ғулғула вә нәпрәт қозғиған иди. Чаршәнбә күни, әшу хумдан "қул ишчи" сәтчиликигә алақидар он нәччә адәмни сотлаш башланди.
Алдинқи айда шәнши вә хенән өлкилиридә, йүзлигән деһқан өсмүрләрниң алдинип хумдан вә көмүрканларда ишләшкә мәҗбурлинип қул қилинғанлиқ хәвири ашкариланғандин кийин хитай һөкүмәт даирилири, қул қилиш вә өсмүр ишчиларни ишлитиш қилмишлириға зәрбә беридиғанлиқини җакарлиған.
Хитай телевизорлирида , қаравулларниң ишчиларни итқа талатқанлиқи вә урғанлиқини көрсәткән һәм азат қилинған ишчиларниң еғир әмгәк вә таяқ зәрбисидин оруқлап шүмшийип, ярилири йириңлап кәткәнликини ашкарилиған иди.
Ройтерс агентлиқи мухбириниң, шәнши өлкиси линфен шәһәрлик оттура сот мәһкимисидики бир хадимидин игилишичә, хумдан игиси ваң биңбин, назарәтчи хең тиңхән вә бәзи хумдан қаравуллири устидин сот ечиш башланған.
Мәзкур сотхана хадиминиң билдүрүшичә йәнә, бу җинайәтчиләргә, қанунсиз тутуп туруш, мәҗбурий әмгәккә селиш вә хорлаш қатарлиқ җинайәтләр артилған.
Хитай һөкүмәт ахбарат васитилириниң хәвиригә қариғанда, хумдан хоҗайини ваң шу җайдики йәрлик коммунистик партийә секритариниң оғли икән.
Мәлум болушичә, һазирға қәдәр бу вәқәгә четишлиқ 130 адәм қолға елинған вә 500 дин артуқ ишчи қуллуқтин азат қилинған. (Җүмә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Шәншидики "қара хумдан" вәқәсидә сақчи вә йәрлик әмәлдарларниң қоли бар
- Ишчиларни хорлаш қилмишлири давамлиқ паш болмақта
- Шәншидики қара хумданлиқтин йәнә 80 қул ишчи қутқузулди
- Шәрқий деңизда парахот соқушуп кетиш вәқәси йүз бәрди
- Җеҗаңда икки қәвәтлик бир бинаға от кетип 17 адәм өлди
- Хитайниң йәнә бир һәрбий айрупилани чүшүп кәтти
- Сичуәндә газ партлап 42 адәм өлди
- Чоңчиңдики бир химийә завутида партлаш йүз берип, бир адәм өлди
- Хитайда һәр хил санаәт вәқәлири көп йүз бәрмәктә