Хитай генерали зөрүр тепилғанда америкиға қарши ядро қорали ишлитишни тәшәббус қилди
2005.07.15
Бирләшмә ахбарат агентлиқиниң хәвәр қилишичә, хитайниң юқири дәриҗилик бир һәрбий генерали әгәр америка тәйвән мәсилисидә җоңго билән уруш қилса, җоңго америкиға ядро қораллар билән қайтурмә зәрбә бериши керәк, дәп қарайдиғанлиқини билдүрди.
Хитай дөләт мудапиә университетиниң илмий мудири генерал майор җу чиңху, " әгәр америкилиқлар башқурулидиған бомбилирини вә һуҗум қилиш позитсийисини җоңго территорийисидики нишанларға орунлаштурса, мениңчә биз ядро қораллар билән җаваб беришимиз керәк," дәп көрсәтти. Җу чиңху бу сөзләрни хоңкоң мухбирлириниң зияритини қобул қилғанда сөзлигән. Әмма җуниң тәкитлишичә, бу сөзләр униң шәхсий көз қариши болуп, һөкүмәтниң сияситигә вәкиллик қилмайдикән.
Хитай ташқи ишлар министирлиқи билән дөләт мудапиә министирлиқи җу чиңхуниң сөзигә баһа беришни рәт қилди. Әмма җу чиңхуниң сөзи тәйвән даирилириниң тәнқидигә учриған.
Тәйвән чоң қуруқлуқ комитетиниң муавин рәиси майкил йой, җу чиңхуниң мәдиний дунядин " әпу соришини тәләп қилди." Һечким ядро қораллар бала - қазаси йүз беришни арзу қилмайду," дәп тәкитлигән майкил йой, " бу хил көз қарашлар ләнәтлиниши керәк," дәп көрсәтти. Җу чиңхуниң сөзи җоңго нефит ширкитиниң америка уночал ширкитини сетивелиш нийити америкилиқларда гуман қозғаватқан мәзгилгә тоғра кәлди.(Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- явропа парламенти шәрқий асиядики дөләтләрни өзини тутувелишқа чақирди
- явропа иттипақи хитайни кишилик һоқуқ вәзийитини яхшилашқа чақирди
- Хитай, явропа иттипақиниң қорал-ярақ имбаргосини кишилик һоқуқ билән бағлишиға қарши турди
- явропа иттипақи хитайға йүргүзгән имбаргони бикар қилишқа алдиримайду
- Кофи аннан: бир дөләтниң ядро қоллар тәһдити йәр шари характерлик апәткә йол ачалайду