Японийә ташқи ишлар министири: падишаһ акихито уруш қәбристанлиқини зиярәт қилиши керәк
2006.01.29
японийә ташқи ишлар министири японийә падишаһи акихитони уруш қәбристанлиқини зиярәт қилишқа чақирди һәмдә хитай һөкүмитиниң японийә баш миниситирини бу қәбристанлиқни зиярәт қилди дәп әйиблишини тохтитиши керәкликини билдүрди.
Ташқи ишлар министири таро асо шәнбә күни бу һәқтә қилған сөзидә, бу қәбристанлиқниң иккинҗи дуня урушида қаза қилған 2 йерим милйон япон әскириниң шәрипигә селинғанлиқини һәмдә хитайниң японийә баш министири җуничиру койзумини бу йәрни зиярәт қилған дәп әйиблишини рәт қилидиғанлиқини ейтти.
Таро асо сөзидә йәнә, бу қәбристанлиқтики уруш қәһриманлириниң японийә падишаһиға садиқлиқ билән шеһит болғанлиқини, шуңа уларниң японийә падишаһи тәрипидин етирап қилиниши керәкликини ейтти.
Нөвәттики японийә падишаһи акихито 1989- йили тәхткә чиққандин буян, бу қәбристанлиқни зиярәт қилиштин өзини қачуруп кәлди. Хитай вә җәнубий корийә дөләтлири болса, токйодики бу ясукуни қәбристанлиқиға көмүлгән әскәрләрни 2-дуня урушидики уруш җинайәтчилири дәп қариғачқа, улар изчил японийә рәһбәрлириниң бу йәрни йоқлишиға қарши чиқти. Әмма японийә баш министири җуничиру койзуми қаршилиқларға қаримай һәр йили дегүдәк бу қәбристанлиқни йоқлап турди.
Мунасивәтлик мақалилар
- японийә билән хитайниң, өзини өлтүрүвалған дипломат үстидики маҗираси давам қилмақта
- японийә, шаңхәйдики депломатиниң өзини өлтүрүвелиш вәқәсидә хитайни әйиблиди
- японийилик бир дипломат хитайниң бесимиға учриғанлиқтин өзини өлтүривалди
- японийә ташқи ишлар министири хитай тәһдити һәққидә тохталди
- японийә баш министири хитайни тәнқид қилди