Хитай японийә ташқи ишлар министириниң зияритини бикар қилди
2005.10.18
японийә баш министири җуничиро койзоми талаш- тартиштики уруш қурбанлири бузрукгаһини йәнә бир қетим зиярәт қилғандин кийин, хитай ташқи ишлар министири сәйшәнбә күни японийә ташқи ишлар министири нобутака мачимураниң бейҗиңға қилидиған зияритини бикар қилди.
Хитай ташқи ишлар минситирлиқиниң баянатчиси куң чүән " һазирқи вәзийәттә, бу зиярәтни қобул қилалмаймиз" деди.
Америка бирләшмә ахбарат агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, хитай, японийә баш министири койзоминиң дүшәнбә күни уруш қурбанлири бузрукгаһини тавап қилғанлиқиға қәтий қарши чиққан. Хитай ташқи ишлар министири ли җав шиң японийиниң хитайдики баш әлчисини чақиртип, койзоминиң бу паалийитигә қаттиқ етираз билдүргән. Хитай- японийә мунасивитидики җиддийлик буниң билән йәниму чоңқурлашқан.
Шуниң билән бир вақитта, японийидики йәнә 200 гә йеқин парламент әзаси бирликтә уруш қурбанлар бузрукгаһини тавап қилди. Бу бузрукгаһқа икки милйон бәш йүз миң уруш қурбанлириниң роһ тахтиси қоюлған болуп, буларниң ичидә 2 - дуня урушидики уруш җинайәтчилири дәп қаралғанларниңму нами бар.
Тәнқидчиләр, мәзкур бузрукгаһни японийиниң һәрбий таҗавузчилиқ тарихиниң символи дәп қарайду. Әмма японийә баш минситири койзоми болса, униң уруш қурбанлири бузрукгаһини тавап қилишини, алдинқи таваплириға охшашла тинчлиқни тиләшни мәқсәт қилғанлиқини билдүрүп, башқа дөләт һөкүмәтлирини униң шәхсий ибадитигә арилашмаслиққа чақирди. (Арзу)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай һөкүмити, японийини тәнқид қилди
- Хитай вә японийә вуйиниң токйо зияритини балдур ахирлаштурғанлиқи мәсилисидә бир- бирини әйиблиди
- Хитай - японийә мунасивәтлири йәнә җиддийләшти
- японийә хитайни шәрқий деңизда тәбиий газ қезиш мәсилиси бойичә агаһландурди
- японийә билән хитай тақим араллар мәсилиси бойичә сөһбәт өткүзди