Дуня ашлиқ пилан комитети хитайға берилидиған ярдәмни тохтатмақчи
2004.12.13
Бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң дуня ашлиқ пилан комитети 2005 - йилидин башлап, хитайға беридиған ашлиқ ярдимини тохтитидиғанлиқини билдүрди.
Әнглийә б б с радио телевизийә ширкитиниң хәвиригә қариғанда, дуня ашлиқ пилан комитетиниң мәсули җемс моррис ( James Morris) уларниң бу қарарни чиқиришидики сәвәпниң, хитай иқтисадий тәрәққий қилип, дөләт ичидики намратчилиқ мәсилисини һәл қилалиғидәк иқтидари бар болғанлиқидин икәнликини билдүрди.
Өткәнки 25 йилдин буян, дуня ашлиқ пилан комитети хитайдики 35 милйондин ошуқ кишигә ашлиқ ярдими берип кәлгән иди. Нөвәттә хитайда зиярәттә боливатқан җеймс моррис әпәнди, хитайниң баш министири вен җябав қатарлиқ бир қанчә рәһбәрлири билән көрүшүп, хитайниң тездин ашлиқ ярдәм бәргүчи дөләтләр қатариға киришини үмид қилидиғанлиқини билдүрди.
Хәвәрдә көрситилишичә, бәзи хитай әмәлдарлири, дуня ашлиқ пилан комитети ярдәмни тохтатқандин кейин, хитайниң йәнила башқа йоллар билән ярдәмгә еришишкә еһтияҗлиқ икәнликини илгири сүргән. (Пәридә)