Германийә кишилик һоқуқ паалийәтчиси йү фусәйниң давалинишиға иқтисадий ярдәм қилди


2006.06.18

Намәлум кишиләр тәрипидин қаттиқ урулуп йерим паләч қилип қоюлған кишилик һоқуқ паалийәтчиси йү фусәй, германийә һөкүмитиниң иқтисадий ярдимигә еришти.

Америка бирләшмә агентлиқиниң мәлум қилишичә, 47 яшлиқ йү фусәй хитайниң сәншя қурулушида өй-зиминлиридин көчүрүветилгән пуқраларниң мәнпәәти үчүн хизмәт қилған кишилик һоқуқ паалийәтчиси болуп, у өткән айда германийидики бир телевизийә истансисиниң зияритини қобул қилип, һөкүмәтниң бу пуқраларға йетәрлик төләм һәққи бәрмигәнликини паш қилғанлиқи сәвәбидин ху бей өлкилик сақчи даирилири тәрипидин сораққа тартилған. Шундақла сақчиханидин өйигә қайтиш йолида салаһийити ениқ болмиған бир нәччә киши уни уруп яриландурған.

Йүниң оғлиниң ейтишичә, таяқ зәрбисидин йү фусәйниң умуртқиси сунуп йерим паләч һаләткә чүшүп қалған. Шундақла уларниң иқтисадий йетишмигәчкә апиратсийә қилишқа амалсиз қалған. Буниңдин хәвәр тапқан германийиниң бейҗиңдики әлчиханиси йүниң апиратсийиси үчүн униңға 60 миң йүән пул ярдәм қилған.

Нөвәттә кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә германийә һөкүмити хитайниң бу вәқә үстидин тәкшүрүш елип беришини тәләп қилмақта. Шундақла германийиниң бейҗиңдики әлчиханисиниң 3 нәпәр хадими өткән пәйшәнбә күни йү фусәй турушлуқ дохтурханиға берип, уни йоқлиған. Йүниң оғли пуқрачә кийингән сақчиларниң дадиси ятқан ятақниң алдида көзитип туриватқанлиқини билдүрди. (Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.