Хитайлар йешил карт түзүмини йолға қоюшқа башлиди


2004.08.20

Хитай һөкүмити чәтәлликләрниң хитайда мәңгүлүк олтурақлишишиға рухсәт қилинидиған йешил карт түзүми тоғрисидики қанунини тәстиқлиди.

Шинхуа ахбарат агентлиқиниң хәвәр қилишичә, йешил картқа илтимас қилишқа болидиған чәтәлликләр асаслиқи хитайда хизмәт қилидиған юқири дәриҗилик техникилар, хитайға мәбләғ салғучилар, хитай дөлити еһтияҗлиқ болған ихтисас игилиридин ибарәт. Аилиси хитайда яшайдиған чәтәлликләрму бу қанун бойичә йешил картқа еришәләйду. Йеңи қанун 8 - айниң 15 дин башлап рәсми йолға қоюлди.

Гәрчә йешил картқа "мәңгүлүк олтурақлишиш гуваһнамиси" дәп нам берилгән болсиму, бирақ йешил карт йешиға тошмиғанлар үчүн 5 йиллиқ, чоңлар үчүн 10 йиллиқ муддәт билән берилиду. Йешил картқа еришкәнләрниң хитай гражданлири билән охшаш имтияздин бәһриман болалайдиған яки болалмайдиғанлиқи техи ениқ әмәс. Амма, хитай ташқий ишлар министирлики консул ишлар мәһкимисиниң башлиқи ло тйәнгваң, йешил картқа еришкәнләрниң хитайда мәңгүлүк олтурақлишалайдиғанлиқини билдүргән. Бирақ у, йешил картқа еришкәнләрниң хитайдики һоқуқи, мәҗбурийити қатарлиқ мәсилиләр хитай қанунлири бойичә кейинрәк бекитилидиғанлиқини тәкитлигән.

Хитай һөкүмити нәччә он йиллардин бери хитайдики чәтәлликләрниң паалийитини қаттиқ контрол қилип кәлгәниди. Мәлуматларда көрситилишичә, хитайда хизмәт қилидиған чәтәлликләрниң 2001 - йилдики сани 60 миңдин ашқан. Хитай һөкүмити 1985 - йилдин һазирғичә 3 миңдәк чәтәлликниң хитайда олтурақлишишини тәстиқлиған. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.