Хитай сақчилири хитай компартийисиниң 4 - омумий йиғининиң һарписида миңлиған кишиләрни тутти
2004.09.09
Баш штаби нию-йорктики "хитай кишилик һоқуқ тәшкилати" ниң билдүрүшичә, бейҗиң сақчи даирилири хитай компартийисиниң бейҗиңда ечилидиған 16 - қурултийи 4 - омумий йиғининиң һарписида,әрз сунғили кәлгән 36 миңдин артуқ кишини тутқан.
Бейҗиңға әрз ейтиш үчүн кәлгән бу кишиләр өткән бир һәптә ичидә тутулған болуп, хитай һөкүмити бу арқилиқ хитай компартийисиниң 4 - омумий йиғини җәрянидики аммивий тәртипкә капаләтлик қилишқа урунған.
Хитай кишилик һоқуқ тәшкилатиниң илгири сүрүшичә, хитай сақчилири тәрипидин тутулған әрздарлар нөвәттә бейҗиңдики бир тәнтәрбийә мәйданиниң йәр асти өйигә қамап қоюлған. Хитай даирилири уларниң салаһийитини ениқлап тизимлиғандин кийин, андин һәр қайси өлкиләрдики мунасивәтлик даириләргә өткүзүп беридикән.
Хитай кишилик һоқуқ тәшкилатиниң ейтишичә, сақчилар йәнә тутуп туриливатқан нурғун әрздарларни тил- аһанәт вә таяқ тоқмақ билән думбалап харлиған. Франсийә ахбарат агентлиқиму бу һәқтә хәвәр берип, бейҗиңниң җәнубидики” әрздарлар кәнти “дәп аталған намрат мәһәллидә панаһлинип туриватқан нурғун әрздарларниң тутулғанлиқини билдүрди. Әмма хитай һөкүмәт даирилири техи бу мәлуматларға һечқандақ инкас қайтурмиди. (Арзу)