Хитай компартийисиниң 4 - омомий йиғини ечилди
2004.09.16
Хитай компартийисиниң 16 - нөвәтлик қурултийиниң 4 - омомий йиғини пәйшәнбә күни бейҗиңда башланди. Төт күн давам қилидиған мәзкүр йепиқ йиғинға хитай компартийиси мәркизи комититиниң 198 нәпәр әзаси қатнишидикән.
Чәтәл ахбарат агентлиқлириниң хәвиригә қариғанда, хитай компартийиси мәркизи комититиниң әзалири бу қетимқи йиғинда асаслиқи чириклик мәсилиси вә һөкүмәт әмәлдарлириниң һоқоқини қалаймиқан ишлитиш мәсилисини музакирә қилидикән.
Хитай һөкүмитиниң зувани болған "шинхуа" агентлиқи, партийиниң һакимийәт йүзгүзүш иқтидари мәсилисиниң түнҗи қетим бу йиғинда муһим орунға қоюлғанлиқини билдүргән.
Хитай һөкүмити бу қетимқи йиғинниң һарписида вә җәрянида бихәтәрлик тәдбирликирини алаһидә күчәйткән .Фирансийә ахбарат агентлиқиниң билдүришичә,хитай сақчилири пәйшәнбә күни йиғин ечилған җай дәп қаралған бейҗиң җиңши меһманханисиниң сиртида намайиш өткүзгән 14 кишини тутқан. (Арзу)