Хитай сақчилири икки йиғинниң һарписида бихәтәрлик тәдбирлирини күчәйтти


2005.03.01

Хитай сақчи даирилири бейҗиңда ичилидиған хитай хәлқ қурултийи вә сиясий кеңәш йиғининиң һарписида, аз дегәндә 440 адәмни тутқун қилди.

Франсийә ахбарат агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, бейҗиң сақчи даирилири аваричилик туғдуруш еһтимали бар дәп қариғанларни тутуп кәткән.

Хәвәргә қариғанда, хитай сақчилири йәнә хитайниң башқа җайлиридин бейҗиңға әрз сунуш үчүн кәлгән 100 дәк кишини уруп, уларни аптобусқа бесип елип кәткән. Уларниң нәгә елип кетилгәнлики ениқ әмәс икән. Бир қисим әрздарларниң франсийә ахбарат агентлиқиға билдүришичә, сақчиларниң улар туриватқан мәһәллигә келипла кишиләрни урушқа башлиғанлиқини шикайәт қилған.

Хәвәргә қариғанда, әрздарлар туриватқан җайниң әтрапидики сақчихана хадимлири, сақчиларниң бу қилмишлири һәққидә сөз қилишни рәт қилған.

Хитай һөкүмити хәлқ қурултийи вә сиясий кеңәш йиғининиң һарписида, бихәтәрлик тәдбирлирини күчәйтип, вәқә садир болушиниң алдини алмақта икән. Буниңдин сирт, хитай һөкүмити йәнә интернеткә болған контроллуқниму күчәйткән . Йиғин җәрянида, сиясий җәһәттин сәзгүр мәзмунларниң тор бетидә елан қилинишиниң алдини елиш үчүн, хитайниң " бихәтәрлик хадимлири" һәр қайси тор бәтлиридики чайханиларни 24 саәт назарәт қилидикән. (Арзу)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.