Хитайда еғиз-туяқ яллуқи кесәллики қайтидин оттуриға чиқти


2006.07.11

Хитай һөкүмити сәйшәнбә күни, хитайниң чиңхәй өлкисидә еғиз- туяқ яллуқи кесәлликиниң қайтидин оттуриға чиққанлиқини билдүрди.

Хитай йеза игилик минстирлиқиниң хәвәр қилишичә, 1‏- июл күни чиңхәйниң хенән наһийисидики үч қотандики калиларда кесәллик аламәтлири көрүлүшкә башлиған болуп, елип берилған тәкшүрүшләр нәтиҗисдә 7‏- июл күни бу кесәлликниң еғиз -туяқ кесәллики икәнлики ениқланған. Минситирлиқиниң билдүрүшичә, 51 калиниң мәзкур кесәллик билән юқумланғанлиқи көрүлгән.

Бу , му шу йил ичидә хитайниң чиңхәй өлкисидә еғиз -туяқ яллуқи кесәлликиниң үчинчи қетим вә 2006‏- йилидин бери хитайда тоққузинчи қетим оттуриға чиқиши болуп һесаблиниду.

Еғиз -туяқ яллуқи кесәллики наһайити хәтәрлик вә юқумлуқ бир кесәллик болуп, асасән кала, чошқа , қой вә башқа ачи туяқлиқ чарвиларда көрүлиду. (Қанат)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.