Тәйвән президенти чин шүйбйән пәйшәнбә күни җәнубий хитай деңизидики паратус арилини зиярәт қилди.
Паратус арили талаш- тартиштики бир арал болуп, хитай вә тәйвән мәзкур аралниң игилик һоқуқиниң өзигә тәвә икәнликини баян қилмақта.
Хәвәрләргә қариғанда, тәйвән президентиниң паратус арилиға қилған туюқсиз зиярити наһайити һалқилиқ бир пәйттә елип берилған. Чүнки тәйвән билән японийә җүмә күни икки тәрәп оттурисида райондики араллар вә белиқчилиқ мәсилиси үстидә мәвҗут ихтилапларни бир тәрәп қилиш үчүн сөһбәт башлайдикән.
Паратус араллири җәнубий хитай деңизида хитай, тәйвән вә филипинләр арисиға җайлашқан болуп, мәзкур араллар белиқ вә башқа деңиз мәһсулатлириға наһайити бай икән. Тәйвән армийиси 1989 - йили райондики әң чоң арал болған туңша арилида бир дохтурхана, електир истансиси вә белиқчилар үчүн бир панаһгаһ ясап чиққан.
Америка бирләшмә агентлиқиниң билдүрүшичә, чин шүйбйән пәйшәнбә күнидики зиярити җәрянида аралға бир көчәт тикип, уни тәйвәнниң арал үстидики игилик һоқуқиниң символи дәп атиған. (Қанат
Мунасивәтлик мақалилар
- Тәйвән президенти чин шүйбйән, хитай совет иттипақиға охшаш гумран болиду, деди
- Хитай деһқанлар йәр - земин давасида һөкүмәтни йәңди
- Тәйвән али сот мәһкимиси өктичиләрниң сайламни инавәтсиз қилиш әрзини рәт қилди
- Тәйвәндики җоңхуа минго миллий қурултийи тарқитиветилди
- Чен шүйбйән тәйвәнниң хитайға болған қизғинлиқиниң пәсәйгәнликини билдүрди