Хитай деһқанлар йәр - земин давасида һөкүмәтни йәңди
2005.07.21
Хитайниң хебей өлкисидә пуқралар билән даириләр оттурисидики қанлиқ тоқунушқа сәвәбчи болған йәр- земин давасида деһқанлар ғәлибә қилди.
Хебейниң диңҗу шәһри шүнйө кәнтидики деһқанлар билән шу җайдики даириләр оттурисида 6 - айниң 11 - күни йүз бәргән тоқунушниң синалғуси, чәтәл мәтбуатлирида қоюлғандин кейин күчлүк инкас қозғиған. Тоқунуш шу җайдики бир електир истансиси шүнйө кәнтидики деһқанларниң йерини ишлитип һәққини толуқ бәрмигәнликидин келип чиққан. Бу 11 июндики зор көләмлик тоқунушни пәйда қилған болуп, 31 киши даириләр тәрипидин қолға елинған.
Б б с ниң хәвәр қилишичә даириләр деһқанларниң йерини ишлитиштин ваз кәчкән. Хитайниң һөкүмәт зувани шинхуа ахбарат агентлиқи " дөләтниң електир истансиси қурулушиға капаләтлик қилиш, електир истансиси қурулуши елип бериливатқан җайда нопус көп йәр аз болуш әһвалини көздә тутуп, хебей өлкилик һөкүмәт вә бавдиң шәһири деһқанларниң йерини ишлитмәсликни қарар қилди," дәп хәвәр бәрди.
Бу арида "ню йорк вақти гезити" ниң ашкарилишичә, шәрқий җеҗаңда деһқанлар муһитни булғиғанлиқи сәвәбидин мәзкур райондики бир дора завутини иштин тохташқа мәҗбур қилған. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Олимпик қурулушида йеридин айрилған деһқанлар намайиш қилғанлиқи үчүн тутқун қилинди
- Ғәзәпләнгән деһқанлар муһитқа зиянлиқ бир завутқа һуҗум қилған
- Диң җув шәһириниң сабиқ партком секритари тупрақни қанунсиз игиливелиш сәвәбидин қолға елинди
- Хоңкоңда пуқралар он миң кишилик намайиш өткүзүп демократийә тәләп қилди
- Пинсийигә чиққан азадлиқ армийә офитсерлар бейҗиңда намайиш қилди