Җав зияңниң матәм мурасими мәсилиси техи һәл болмиди
2005.01.24
Хитай компартийисиниң сабиқ баш секритари җав зияң вапат болғили бир һәптә болған болсиму, әмма униң җәсәт күлини нәгә қоюш вә тәрҗималини қандақ йезиш мәсилисидә, хитай һөкүмити билән җав зияңниң аилә тавабиатлири техичә бир пикиргә келәлмиди.
Хитай компартийисиниң сабиқ баш секритари җав зияң 1989 - йилидики тйәнәнмин оқуғучилар һәрикитини қанлиқ бастурушқа қарши чиққанлиқи үчүн вәзиписидин елип ташланған. Хитай һөкүмити уни шундин бери өйидә нәзәрбәнт астиға алған иди.
Америка бирләшмә ахбарат агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, хитай һөкүмити җав зияңниң җәсәт күлини, башқа хитай рәһбәрлириниң җәсәт күлини қойидиған бабавшән инқилаби қәбристанлиқиниң биринчи бөлүмигә қоюшни рәт қилмақта. Хитай һөкүмити йәнә җав зияңниң җәситини узитиш тизистиға " җавзияң 1989 - йили еғир хаталиқ өткүзгән" дәп йезишта чиң турған. Һалбуки җав зияңниң аилисидикиләр буни қубул қилмиған. Шуңа, җав зияңниң матәм мурасими қачан өткүзилидиғанлиқи техи бекитилмигән.
Буниңдин сирт, хитай һөкүмити җав зияңға тәзийә билдүрүш паалийәтлирини пиланлиған хитайдики бир нәччә паалийәтчиләрни тутқун қилип, бәзилирини өйидә нәзәрбәнт астиға алған. (Арзу)