Хитай һөкүмити җав зияңни хатириләш паалийитини чәклиди
2006.01.09
Хитай һөкүмити өткән йили өлгән, хитай компартийисиниң сабиқ баш секретари җав зияңни хатириләш үчүн уюштурулған бир йеғинни чәкләп, бу йеғинни тәшкиллигәнләрниң бирини тутуп нәччилигән паалийәтчини нәзәрбәнткә алған.
Франсийә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, бейҗиңда хитайдики атақлиқ өктичи адвукат гав җешиң вә тйәнәнминдики бастуруш җәрянида һәр икки путидин айрилған чи җиюң қатарлиқ кишилик һоқуқ паалийәтчилири 9 - январ күни өткән йили 17 - январ күни өлгән җавзияңниң өлүминиң бир йиллиқини хатириләш үчүн, хатириләш паалийитини тәшкиллигәнләрниң бири болған ли җинпиңниң өйигә йиғилип, у йәрдин җав зияңниң өйигә берип униң аяли билән көрүшүшни пиланлиған.
Әмма хитай сақчилири йәкшәнбә күни ли җинпиңни тутуп кәткән һәмдә аз дегәндә йәнә бәш паалийәтчини нәзәрбәнткә алған. Шундақла 10 әтрапида сақчи җав зияңниң өйини қоршап кишиләрниң өйгә киришигә рухсәт бәрмигән.
Хәвәрләргә қариғанда, хитайда нурғун кишиләр җав зияңни хәлқ қәһримани дәп қарайду, шуңа хитай рәһбәрлири, сиясий өктичиләрниң җав зияңдин хәлқни һөкүмәткә қарши қозғаш үчүн бир символ сүпитидә пайдилинишидин әндишә қилидикән. Хитай рәһбәрлири җав зияң өлгән вақтида хәлқниң униң дәпнә мурасимиға қатнишишиниң алдини алған иди. (Қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай һөкүмити бу йилму чокантал байрими мәзгилидә бир нәччә күн җиддийәшти
- Җав зияңниң дәпинә мурасимиға қатнашмақчи болған бир қисим кишиләр сақчилар тәрипидин думбаланди
- Бейҗиң һөкүмити җав зияң билән видалишиш мурасимиға өктичиләрниң қатнишиши чәклигән
- Җав зияңниң җәсити билән видалишиш мурасими шәнбә күни өткүзүлиду
- Җав зияңниң дәпнә мурасиминиң вақти техичә бекитилмиди