Хитайниң ғәрбидики раюнларда миллий тоқунушлар кәскинләшмәктә
2004.10.18
Фирансийә ахбарат агентлиқи мухбириниң дүшәнбә күни чиңхәйдин хәвәр қилишичә, хитайда нөвәттә хитайлар билән аз санлиқ милләтләр арисидики тоқунуш кәскин болупла қалмастин, бәлки аз санлиқ милләтләр арисидики тоқунушму әвҗ алмақта.
Мухбирниң мисал қилип көрситишичә, чиңхәйниң җияңза кәнтидә өткән йили иккинчи айда туңганлар билән тибәтләр оттурисида қаттиқ тоқунуш йүз бәргән. Бир нәччә туңган билярд ойнап бир тибәтлик билән җидәллишип қалғандин кийин, уни уруп өлтүрүп қойған. Нәтиҗидә пүтүн кәнттики тибәтләр қозғулуп, туңганларниң ашханилириға һоҗум қилған. Вәқәдә нурғун адәм яриланған. 10 Туңган қолға елинған. Шундин боян җияңза кәнтидә туңганлар билән тибәтләр оттурисида өчмәнлик давамлашмақта.
Мухбирниң йәнә көрситишичә, бундақ миллий тоқунушлар җияңзадила болуп қалмастин, уйғур елидиму мәвҗүт болуп, уйғурлар билән қазақлар оттурисидиму ихтилаблар бар икән.
Мухбирниң оттуриға қойишичә, әсирләрдин боян өз- ара инақ яшаватқан милләтләрниң оттурисида зиддийәтләрниң әвҗ елиши кишини толиму һәйран қалдуридиған бир әһвал икән. Чәтәлдики бир қисим уйғур күзәткүчилири, хитай һөкүмитини милләтләрни бөлүп башқуруш сиясити йүргүзүп, миллий зиддийәтләрни пәйда қиливатиду дәп әйиплимәктә. (Арзу)