Қирғизистан ташқи ишлар министири хитайни зиярәт қилмақчи


2005.05.09

Хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси лю җенчав, қирғизистан ташқи ишлар министири роза отанбайиваниң, хитай ташқи ишлар министири лий җавшиңниң тәклипигә асасән 10 - майдин 13 - майғичә хитайда зиярәттә болидиғанлиқини билдүрди .

Бу қирғизистанда ақайеф һакимийити гумран болғандин кейин, қирғизистан ташқи ишлар миниситириниң хитайға қилған тунҗи зиярити һесаблиниду.

Хитай һөкүмити қирғизистан билән һәм шаңхәй һәмкарлиқи тәшкилати рамкиси ичидә һәмдә бивастә йеқин мунасивәт орнатқан. Мутәхәссисләрниң ейтишичә, хитай билән ақайеф һакимийити оттурисида нурғунлиған мәхпий келишимләр имзаланған болуп, бу килишимләрниң бир қисми қирғизистанда уйғур миллий мустәқиллиқ паалийәтлириниң алдини елиш, уйғур миллий һәрикитигә бирликтә қарши туруш қатарлиқ уйғурларға мунасивәтлик мәсилиләрни өз ичигә алидикән .

Йәнә мутәхәссисләрниң билдүрүшичә, ақайеф һакимийити билән қурған йеқин мунасивити түпәйлидин, қирғизистанда 24 - март күни йүз бәргән сиясий өзгириштин вә ақайеф һакимийитиниң ағдурулишидин әң көп әндишиләнгән дөләт хитай икән .

Қирғизистан ташқи ишлар министири роза отанбайва, -24 март күни ақайеф һакимийитигә қарши башлиған қозғилаңға йитәкчилик қилған қирғиз рәһбәрлириниң бири болуп һесаблиниду. (Қанат)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.