Телефон арқилиқ радийомизни аңлаң

2013.09.17

Радийомиз AudioNow (Аваз шуан) тор бети билән һәмкарлишип, америкидики аңлиғучилиримизға янфон арқилиқ уйғурчә әң йеңи программилиримизни аңлаш имканийити яратти. 0139 - 232 -857 Ға телефон қилиң, лекин төвәндики шәртләргә диққәт қилиң:

  • Янфон ишләткүчиләрдин телефон мулазимәт пилани бойичә һәқ елиниду. Демәк, бу мулазимәт артуқчә һәқ алмайду, һәрқайси ширкәтләрниң телефон мулазимәт пилани бойичә һәқ алиду. янфон ишләткүчиләр өзлиригә берилгән минут пиланидин ешип кәтсә, өзи тохтам түзгән телефон ширкәтлири артуқ ишләткән минутлириға қарап һәқ алиду.
  • Бу һәқсиз телефон номури әмәс. Симлиқ телефон ишләткүчиләрдин адәттики узун йоллуқ телефон һәққи елиниду. Америкиниң сиртидикиләрдин (чәтәлдин телефон қилғучилардин) туруватқан орниға қарап узун йоллуқ телефон һәққи елиниду.
  • Skype Бәлким америка вә америкиниң сиртидики ишләткүчиләргә узун йоллуқ мулазимәт һәққи алмайдиған мулазимәтни йолға қоюши мумкин.

Әскәртиш: Һәрқандақ техникилиқ ярдәм керәк болса, support@audionow.com Арқилиқ “аваз шуан” ға инкас қилиң.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.