Архип
2013-01-01
Японийә васида университетиниң сиясий иқтисад факултетиниң профессори моли казуко қатарлиқлар бирликтә тәрҗимә қилған “никсонниң хитай зияритидики мәхпий сөһбәтләр” намлиқ китаб, нагоя университети тәрипидин нәшр қилинған.
2012-11-29
Мисирда әйни вақитта икки хил намайиш йүз бәрмәктә. Бири мисир президенти доктор муһәммәд мурсини тәхттин чүшүримиз дәйдиғанлар ниң, йәнә бири уни қоллап-қуввәтләйдиғанларниң намайишидур.
2012-11-08
Хитай сиясий ислаһат йолиға маңмиса, йеқин кәлгүсидә йүз беридиған иқтисади кризис хитайниң келәчәк рәһбәрлик қатлими үчүн зор баш ағриқи кәлтүрүп чиқириду.
2012-10-24
1949-Йили 12-айниң 9-күни манас дәрясиниң ғәрбий қирғиқида 4 йилдин артуқ туруп қалған миллий армийиниң үрүмчигә кириши һәмдә хитай “хәлқ азадлиқ армийиси” ниң 5-корпуси қилип өзгәртилиши уйғурларниң өз вәтинини қуруш йолидики һәл қилғуч бир дәврниң ахирлашқанлиқидин дерәк бәрди.
2012-10-23
1990-Йилларниң башлирида уйғур аптоном районида тарихчи турғун алмас язған “уйғурлар” намлиқ үч китабқа қарши кәң көләмлик һөкүмәт һәрикити елип берилғандин кейин, уйғур тарихи мәсилиси пәвқуладдә сәзгүр темиға айланди.
2012-10-19
Хитайниң “тәңритағ тори”, “шинҗаң гезити”, “шинҗаң пәлсәпә, иҗтимаий пәнләр тори” қатарлиқ бир қатар һөкүмәт башқурушидики гезит вә тор бекәтлириниң хәвәрлиридин мәлум болушичә, “5-июл” вәқәсидин кейин “шинҗаң омумий тарихи” намлиқ бир йүрүш хитайчә китаблар уйғур елидә арқа-арқидин базарға селинишқа башлиған.
2012-10-18
“хәлқара җинайи ишлар соти рим келишими” дә баян қилинған инсанийәткә зиянкәшлик қилиш җинайитигә берилгән тәбирдә 11 түрлүк җинайәтни инсанийәткә зиянкәшлик қилиш җинайити қилип бекиткән.
2012-10-17
1962-Йили йүз бәргән хитай-һиндистан урушиниң 50 йиллиқ хатирә күнидә икки дөләтниң нөвәттики мунасивити вә һәрсаһә вәзийитигә аит мулаһизиләр ғәрб ахбарат васитилиридин кәң йәр алди.
2012-10-17
Тәһлилчиләргә көрә, ирақ рәиси нури малики иран һөкүмитиниң бесимиға учрап кәлмәктә икән.
2012-10-16
Японийилик хитай ишлири мутәхәссиси һигаши и таро өзиниң “хитайға қараң” тор бетидә 10-айниң 14-күни “нобел тинчлиқ мукапати немә үчүн шәрқий түркистанлиқларға берилмәйду?” сәрләвһилик мақалисини елан қилған.
2012-10-16
Узун йиллардин буян хитай һакимийити өзигә пайдисиз хәвәрләргә қарита сәлбий тәсир пәйда қилиду, дегәнни баһанә қилип, бу һәқтики хәвәрләрни чәкләп келиватиду.
2012-10-15
Германийә мәтбуатлирида илгири сүрүлүшичә, германийә нәшрият тинчлиқ мукапатиға еришкән ляв йиву билән нобел әдәбият мукапатиға еришкән мо йенниң адимийликидиму, әсәрлиридиму зор пәрқ бар.
2012-10-09
Сүрийиниң шималидики әсад армийиси билән өктичи әркин сүрийә армийиси оттурисидики барғансери шиддәт түсигә кириватқан бүгүнки күнләрдә, 8-өктәбир күни әтигән сүрийә әсад армийиси түркийиниң җәнубидики ақчи қәлә йезисини топқа тутти.
2012-10-01
Уйғур мәсилиси билән тибәт мәсилиси нөвәттики хәлқара тонулған вә хитайни оңайсиз әһвалға чүшүрүп қоюватқан икки чоң мәсилә.
2012-09-10
Куңзи мукапатиға тибәт диний өлимаси бәнчән лама вә бирләшкән дөләтләр тәшкилати сабиқ баш катипи кофи аннан қатарлиқларниң намзат қилип көрситилиши хитай тор бекәтлири вә мәтбуатларда йәнә бир қетим ғулғула қозғиди.