Архип
2010-09-28
Хитай билән японийиниң дөләт мунасивитидә бүгүн йәнә бир давалғуш пәйда болди. Хитайлар билән японлар арисидики кәйпият қаршилиқи кәскинләшти. Америкиниң сенкаку араллириниң һоқуқи һәққидики ениқлимиси вә шәрқий - җәнубий асия дөләтлири иттипақиниң шәрқий деңиздики араллар мәсилисидә чиқарған әң йеңи баянати хитайни чоңқур ойға салди.
2010-09-24
Йеқиндин буян тәйвән учур васитилиридә, йәрлик тәйвәнликләрниң өзиниң кимликини қандақ сақлаватқанлиқиға даир һекайиләр елан қилиниватиду. Тәйвәндә чиқидиған "әркинлик тор гезити" дә түнүгүн, тәйвәндики лин гуәнҗи исимлик бир тарих оқутқучисиниң, дәрсханида "тәйвән тарихи" ни сөзлигәндин кейин, оқуғучилар қойған соалларни вә бу оқутқучиниң оқуғучиларға бәргән җаваблирини тәсвирләп мақала елан қилди.
2010-09-24
Өзиниң сиясий, диний вә миллий һәқ - һоқуқини қоғдаш үчүн аилисини тәрк етип голландийигә келивалған бир яш, йеқиндин бири вәтәндики муһаҗирлар аилилиригә қилиниватқан хитайларниң түрлүк сиясәтлири һәққидә тохтилип, вәтән ичи - сиртидики барлиқ вәтәндашлирини бу қетимқи "5 - июл үрүмчи вәқәси" дин кейин пәйда болған муһәббәт - нәпрәт мәйданини мәңгү сақлап қилишқа, хитайниң һийлисигә алданмаслиққа үндиди.
2010-09-24
Биз алдинқи күнки программимизда, бу темида һүсән әпәндиниң қарашлирини аңлатқан идуқ. У асаслиқи, бейҗиң билән уйғур елидики сиясий һава пәрқиниң, уйғур әрздарларниң бейҗиңға топлинишидики муһим сәвәблиридин бири дәп көрсәткән. У йәнә бәзи уйғур әрздарларниң хитай һакимийитиниң әсли тәбиитини толуқ чүшинәлмәйватқанлиқини әскәрткән иди.
2010-09-22
Йеқинқи программилиримизда мәлум болғинидәк, нөвәттә бейҗиңда 100 гә йеқин уйғур әрздар, әрз ишлири билән һәләкчиликтә. Мәлум болушичә, әрздарларниң бейҗиңда әрзи һәл болуп қайтқанлар һәққидиму ениқ бир мисал яки мәлуматлар мәвҗут әмәс. Униң үстигә бейҗиңдин уйғур әрздарларниң тутуп кетилишигә, бейҗиң сақчилириниң һәмкарлишиватқанлиқи ашкарә бир реаллиқ.
2010-09-14
Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләтләр һазир қазақистанниң матибулақ һәрбий маневир мәйданида маневир өткүзүватиду. Дуня уйғур қурултийиниң муавин рәиси, һазир қазақистанда туруватқан қәһриман ғоҗамбәрди хитай қисимлириниң қазақистан земиниға киргүзүлүшини, қазақистан рәһбәрлириниң хаталиқи дәп қарайдиғанлиқини билдүрди.
2010-09-13
Вен җябав хитайда сиясий ислаһат елип бериш тәшәббус қилғандин кейин, "нур гезити" һазир хитайда вен җябавниң бу тәшәббусини тәнқидләшкә башлиди. Әмма "җәнубий хитай гезити" вен җябавниң сиясий ислаһат елип бериш тәшәббусни қоллаватиду.
2010-09-13
Японийә илим - пән вә сода саһәсидикиләрниң уйғурларға болған қизиқиши йилдин йилға күчийипла қалмай, японийә сиясий саһәсидикиләрниң қизиқишиму йилсери күчәймәктә.
2010-09-12
Сенкаку арилида йүз бәргән кемә вәқәси японийә, хитай, америка, тәйвәндин ибарәт төт дөләттә территорийә талаш - тартиши пәйда қилди. японийә билән хитайниң бу мәсилидә ипадилигән инкаслири бүгүн техиму җиддийләшти.
2010-09-08
Мутәхәссисләрниң қаришичә, һәр қандақ бир милләт өзлириниң кәлгүси һәққидә аддий чүшәнчә билән болсиму чоңқур ойлиниши мумкин. Чүнки һәр қандақ бир милләтниң тәқдири бир районниң бир хәлқиниң бир аилиниң бир шәхсниң кәлгүси билән зич мунасивәтлик.
2010-09-03
Хитай 30 йилдин бери "ишикни сиртқа ечиветиш " сияситини йолға қоюш арқилиқ бүгүнки күндә дуняниң иккинчи чоң иқтисадий күчигә айланди. Хитайниң бу нәтиҗиси әлвәттә дуня дөләтлириниң диққитини қозғимақта.
2010-09-03
Б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң 15 - нөвәтлик йиғини ечилиш алдида турмақта. Йиғинға, б д т ға әза 190 дин артуқ дөләт шундақла б д т ни көзитиш салаһийитигә еришкән 200 дин артуқ кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң вәкиллири қатнишиду.
2010-09-02
Хитай ахбарат вастилирида, 19 - нөвәтлик үрүмчи йәрмәнкисиниң илгирикидин өзгичә алаһидиликләргә игә болидиғанлиқи, болупму йәрмәнкигә қатнишидиған чәтәллик содигәр вә меһманлар саниниң көплүки, һәтта йәрмәнкидә шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң тунҗи қетим мәхсус паалийәт елип баридиғанлиқи тилға елинғандин сирт, үрүмчи йәрмәнкисиниң йилдин - йилға кеңийип, хәлқара сәвийисиниң ашқанлиқи, буниңдин қолға кәлтүридиған иқтисадий нәтиҗисиниң чоқум йүксәк болидиғанлиқи қәйт қилинған.
2010-09-01
Йеқинқи күнләрдин буян, канадада чиқидиған йәр шари мәктуплири гезити вә америкида чиқидиған нюйорк вақит гезити қатарлиқ хәлқаралиқ мәтбуатлар вә тор бәтләр язғучи ли дәлин язған "голдмән сакс сүйиқәсти" намлиқ китабниң хитайда сетилиш миқдариниң пәвқуладдә ешип кәткәнликини муназирә қилмақта.
2010-08-31
"Вашингтон почтиси гезити"дә елан қилинған мақалиниң аптори керистия фриләнд бу йил язда йүз бәргән зор вәқәләрниң бириниң хитайниң дуняниң иккинчи чоң иқтисадий күчигә айлиниши икәнликини билдүриду.