Архип
2013-12-26
24-Декабир күни хитайниң хебий өлкисидә, оттура мәктәп оқуғучилириға аптомобил билән һуҗум қилиш вәқәси йүз берип, 23 нәпәр оқуғучи яриланған. Хитай даирилири“бу вәқә 3 йил әрз қилған бир атиниң наразилиқ сәвәбидин йүз бәргән вәқә” дәп хәвәр бәрди.
2013-12-26
Уйғур елидики барғансери көпийиватқан зорлуқ васитилиригә таянған вәқәләр йеқинқи бир қанчә йилдин бери хитай вә чәтәл террор мутәхәссислириниң диққитини чәкмәктә. Һәммә бирдәк бу хил вәқәләрниң бундин кейин йилсери күчийип баридиғанлиқини тәкитләшмәктә.
2013-12-23
Йеңи бир йилниң башлиниш һарписида, 2014-йилида хитайниң ички-ташқи вәзийитигә тәсир көрситидиған амиллар һәққидә хитай ичи вә сиртидики тор бәтләрдә түрлүк темиларда муназириләр давам қилмақта.
2013-12-23
Күршат зорлу язған обзорда шәрқий түркистанниң хитай үчүн әһмийити, тәбиий байлиқлири тоғрисида тохталғандин кейин, түркийә ташқи ишлар министирлиқиниң шәрқий түркистан үчүн немиләрни қилиши керәклики тоғрисидики тәклип пикирлирини оттуриға қойған.
2013-12-20
20 - Декабир күни ана тил тәшәббусчиси абдувәли аюп, муһәммәд сидиқ вә диляр обул қатарлиқ уйғур әзимәтлириниң хитай даирилири тәрипидин “қанунсиз ианә топлаш җинайити” билән қолға елинғанлиқиға төт ай толди.
2013-12-20
Игилишимизчә, уйғур аптоном районлуқ һөкүмәт даирилириниң су вә муһит мәсилиси бойичә ички қисимда елан қилған әң йеңи санлиқ мәлуматлири үрүмчи шәһириниң йилдин - йилға еғирлишиватқан су кризисини ашкара қилмақта.
2013-12-20
15 - Декабир қәшқәрниң кона шәһәр наһийиси сайбағ йезисида йүз бәргән қанлиқ вәқә тоғрисидики хәвәрләргә японийә телевизийә қаналлири,тор бәтлири,гезитлири кәң орун бәргән шундақла уйғур аптоном районида йүз бериватқан бу хил тоқунушлар тоғрисида бир қисим нопузлуқ гезитләрдә сиясий мулаһизиләрму елип берилған.
2013-12-19
Мухбиримиз тәрипидин телефон арқилиқ елинған йиғин хатирисидин мәлум болушичә, қәшқәр конишәһәр наһийисиниң сайбағ йезисида йүр бәргән қанлиқ тоқунуштин кейин, йезилиқ партком секритари вәқә һәққидә йиғин ечип, йезидики кәнт вә мәһәллә кадирлирини сораққа тартқан.
2013-12-19
2013 - Йили уйғур елида қаршилиқ һәрикәтлири вә қанлиқ тоқунушлар алдинқи йилларға қариғанда көпәйди. Бу хил қаршилиқларниң нуқтилиқ һалда сақчиханилар вә хитай сақчи - кадирлирини һуҗум нишани қилиши шундақла тоқунуш давамида хитай қораллиқ сақчилириниң қаршилиқ көрсәткән уйғурларни нәқ мәйдандила оққа тутуп етиветиши хитай вәзийитини көзәткүчиләр вә хәлқара мәтбуатларниң диққитини қозғиди.
2013-12-19
Уйғурларниң сақчиханилар вә хитай сақчи-кадирлирини һуҗум нишани қилиши, тоқунуш давамида хитай қораллиқ сақчилириниң қаршилиқ көрсәткән уйғурларни нәқ мәйдандила оққа тутуши хитай вәзийитини көзәткүчиләр вә хәлқара мәтбуатларниң диққитини қозғиди.
2013-12-19
Бу йил сентәбирниң мәлум бир күни кәч саәт 9:00 да, бир хитай сақчи 4 ампул тәйяр окулни елип, ярдәмчи сақчи аблимитниң һәмраһлиқида хотәнниң мәлум бир наһийисидики бир йезилиқ дохтурханиға келиду.
2013-12-19
Путунләй қош тил оқутушида тәрбийиләнгән уйғур балилири тунҗи түркүмдә бултурдин башлап оттура мәктәпләргә өрләп оқушқа башлиди, инкас вә учурларға қариғанда, оқутқучиларни, ата аниларни вә уйғур җәмийитини ечиндүруватқини - оттура мәктәпкә қәдәм қоюватқан бу уйғур пәрзәнтлириниң уйғурчидиму, хитайчидиму охшашла толуқ саватлиқ болалмайла қалмай, кәспий дәрсләрдә башланғуч мәктәпни пүттүргән сәвийигә йәтмәйватқанлиқидәк аччиқ риаллиқ.
2013-12-17
Конашәһәр наһийиси сайбағ йезисида 16 кишиниң өлүми билән аяғлашқан вәқә йүз бәргәндин кейин, хитайниң һөкүмәт авази болған мәтбуатлири дәрһал террорлуқ, диний радикаллиқниң уйғур елиниң муқимлиқини бузуватқанлиқи һәққидики тәшвиқатлирини башливәтти.
2013-12-13
Түркийә билән хитайниң мунасивитиниң күчийишигә әгишип түркийәдин уйғур дияриға берип келиватқан кишиләрниң сани күнсайин көпәймәктә. Түркләр уйғур диярини ата юрт дәп қобул қилғачқа, уйғур диярини көрүшни, уйғурларниң вәзийитини билишни арзу қилиду.
2013-12-11
Дуня кишилик һоқуқ күни мунасивити билән иззәт байсал университетида өткүзүлгән “йирақта бир йетим вәтән бар: шәрқий түркистан” мавзулуқ йиғинда уйғурлар дучар болуватқан кишилик һоқуқ дәпсәндичилики аңлитилди.