Архип
2015-09-16
Тайланд сақчи даирилири 15-сентәбир күни алдинқи ай баңкокта йүз бәргән партлаш вәқәсиниң уйғурлар билән мунасивәтлик икәнликини очуқ елан қилди. Әмма вәқәни “адәм әткәсчилириниң өч елиш һәрикити” дәп атиди.
2015-09-15
Хитайниң тәңритағ тори өткән айдики бир хәвиридә, түркийәдә яшаватқан уйғур җамаәт әрбаби абдуқадир япчанни шәрқи түркистан ислам һәрикити тәшкилатиниң каттивеши, дәп тилға алған.
2015-09-15
Бу йил 3-сентәбир күни хитай һөкүмитиниң 1949-йилидин буян тунҗи қетим өзиниң японға вә фашизмға қарши урушта ғәлибә қилғучи дөләтлик салаһийитини намаян қилидиған, ғалибийәтниң 70 йиллиқини хатириләш һәрбий парати өткүзди.
2015-09-14
Уйғурларниң сиясий вә мәмурий җәһәттики орниниң йилдин-йилға төвәнләп, барлиқ һоқуқларниң көчмән хитайлар қолиға мәркәзләштүрүп бериливатқанлиқи, уйғурлар дуч келиватқан әң адаләтсиз, әң негизлик мәсилиләрниң бири болуп кәлмәктә.
2015-09-14
Нөвәттә, банкок партлаш вәқәси абдурахман абдусаттар исимлик хитай паспорти көтүргән бир шәхскә килитлинип қалди. Һазир униң нәдә икәнлики түркийә билән тайланд оттурисидики ихтилапқа айланди.
2015-09-11
Кейинки йилларда, болупму 2009-йили 5-июл үрүмчи вәқәсидин кейин түркийәдә шәрқий түркистан мәсилиси күнсайин күчийип кәлгән иди.
2015-09-10
Түркийәдә уйғур мәсилисиниң барғансери күчийишигә әгишип, шәрқий түркистан мәсилисигә көңүл бөлидиған, бу мәсилә тоғрисида давамлиқ һалда обзор, мақалиләр йезип елан қиливатқан журналист вә тәтқиқатчиларниңму сани барғансери көпәймәктә.
2015-09-10
3-Сентәбир күни хитай һөкүмитиниң 1949-йилидин буян тунҗи қетим өзиниң японға қарши вә фашизмға қарши урушта ғәлибә қилғучи дөләтлик салаһийитини намаян қилидиған мурасим вә һәрбий парат өткүзүлди.
2015-09-08
Уйғур елида 2014 - йилидин етибарән 200 миң кадирниң асасий қатламға сәпәрвәр қилинғанлиқи мәлум.
2015-09-08
Хитай мәтбуатлири уйғур аптоном райони қурулғанлиқиниң 60 йиллиқини тәбрикләш мунасивити билән елан қиливатқан ахбаратлирида, уйғур вәтининиң талан - тараҗ қилиниш әһвалиға даир бәзи мәлуматларни ашкарилимақта. Қаримай нефитлики 60 йилда яратқан пайдиға мунасивәтлик учурлар буниң бир мисали.
2015-09-07
Тинч йол билән уйғурларниң һәқ-һоқуқлирини тәләп қилғанлиқи үчүн хитай һөкүмити тәрипидин муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинған мәшһур уйғур зиялийси илһам тохтиниң “йолум вә ғайәм” намлиқ китаби түрк тилида нәшрдин чиқти.
2015-09-07
Барлиқ һаятини уйғур дәвасиға аталған, уйғур паалийәтчи, җамаәт әрбаби һүсәйин қари исламиниң вапати уйғурларни матәмгә чөмдүрди.
2015-09-07
Хитайда өткүзүлгән һәрбий парат дуня ахбаратида көплигән муназирә вә мулаһизиләргә сәвәб болди, әмма тилға алғудәк иҗабий баһаға еришәлмиди.
2015-09-04
Уйғур мәсилисиниң дунявийлишиши шундақла йеқинқи бирқанчә йиллардин буян ғәрбтики асаслиқ таратқуларда үзлүксиз орун елиши америка вә явропа әллиридә уйғурларни чүшиниш еһтияҗини туғдурмақта. Буниң нәтиҗисидә америкидики бир қисим университетларда уйғур тили өгәнгүчиләрниң көпийиватқанлиқи мәлум.
2015-09-04
Хитай һөкүмити 3 - сентәбир бейҗиңда зор көләмлик һәрбий парат өткүзүп, японға қарши урушниң 70 йиллиқини хатирилиди. Бу қетим өткүзүлгән һәрбий паратқа америка вә ғәрп демократик дөләт башлиқлириниң қатнашмаслиқи, хитай рәиси ши җиңпиңниң мурасимда 300 миң хитай әскирини қисқартидиғанлиқи һәққидики нутқи қатарлиқлар хәлқара мәтбуатларниң вә хитай вәзийәт күзәткүчилириниң диққитини қозғиди. Диққитиңлар мухбиримиз меһрибанниң программисида болсун.