Архип
2015-11-30
Японийә “һәптилик хәвәрләр” журнилида елан қилған “оттура асияни ким контрол қилип туралайду?” намлиқ мақалидә японийә баш вәзири абениң өктәбир ейида оттура асияға қилған зиярити дуняниң диққитини тартқанлиқи оттуриға қоюлған.
2015-11-26
Хитай хәлқ “азадлиқ армийә гезити” бай көмүркан һуҗумчилириниң йоқитилғанлиқи һәққидики хәвиридә, гумандарларниң отчачарда өлтүрүлгәнликини хәвәр мавзусида баян қилған.
2015-11-26
“мән шинҗаңдин кәлдим” намлиқ китабиниң аптори қурбанҗан сәмәт әзһәр университетидики нутқида хитайниң миллий сияситини яқилап, мәзкур мәктәптә елим тәһсил қиливатқан уйғур оқуғучиларни “вәтәнпәрвәр” болушқа дәвәт қилған.
2015-11-26
Чәтәл хәвәрлиридә, уйғур аптоном районлуқ интизам тәкшүрүш комитетиниң партком секретари шү хәйруңниң “җуңго интизам тәкшүрүш назарәт қилиш” гезитидә елан қилған доклатиниң мәзмунлирини очуқлиди.
2015-11-25
Хитайниң 56 күнгичә йошуруп кәлгән бай көмүркан һуҗумини париж һуҗумидин кейин ашкарилашқа башлиши вә бу һәқтики хәвәрлиридә көрүлүватқан кәмтүклүк вә бири-биригә зит учурлар уйғур көзәткүчиләрниң диққитини тартти.
2015-11-24
Бай көмүркан һуҗуми һәққидә йеқинқи 10 күн ичидә 3-қетим хәвәр бәргән хитай мәтбуатлири ахтуруш мәшғулатиниң 56-күнидә 28 гумандарни өлтүргәнликини ашкарилиған болсиму, әмма гумандарлар арисидики ана вә балилар һәққидә мәлумат бәрмиди.
2015-11-24
Бүгүн кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати мәхсус баянат елан қилип, хитай һөкүмитини бай көмүр кандики вәқә үстидин мустәқил тәкшүрүш елип беришқа рухсәт қилишқа чақирди.
2015-11-19
13-Ноябир кәчтә фирансийәниң париж шәһиридә бир нәччә җайда қанлиқ террорлуқ һуҗумлири йүз берип 130 дин артуқ адәм қазаға учриди, даиш вәқәгә мәсул икәнликини җакарлиди.
2015-11-19
Мәлумки, қазақистан мустәқиллиққа еришкәндин буян уйғур йигит башлириниң қазақистан җәмийитидики, шундақла юрт-җамаәтчилик арисидики ролиниң даириси техиму кеңийишкә вә күчийишкә башлиди.
2015-11-17
Уйғурлар оттура асияда, болупму һазир әң көп олтурақлашқан қазақистанда узун йиллардин буян яшап кәлмәктә.
2015-11-12
Америка индиана университетиниң профессори вә австралийә грифис университетиниң профессори бирдәк уйғурлар районида байлиқниң вә хизмәт пурситиниң тәқсимлинишидә уйғурлар билән хитайларға охшимиған өлчәмләр йолға қоюлидиғанлиқини тәкитләйду.
2015-11-11
Анализчиларниң қаришичә хитайдин ибарәт йеңи йүкселиватқан бир күч шүбһисизки қошна дөләтлири вә америкиға охшаш кона қудрәтлик күчләрниң диққитини тартип кәлди.
2015-11-11
Америка индияна университети мәркизий явро - асия тәтқиқат факултетиниң профессори, доктур гарднер бовиңдун өзиниң йиллардин буянқи уйғурлар дияриниң сиясий вәзийити вә тарихи һәққидики тәтқиқати билән тонулған чәтәл мутәхәссислириниң бири.
2015-11-10
“1943-йилидики шинҗаң” мавзусидики рәсимлик топламниң бир қисим сүрәтлири кишиләрниң диққитини тартмақта шундақла кишиләрниң 1940-йиллардики уйғурлар дияри билән бүгүнки қияпитини селиштурушидики җанлиқ материял сүпитидә қаралмақта.
2015-11-09
Хәлқара оқуғучилар җәмийәтлири федератсийәси билән түркийә йилдирим бәязит университетиниң бирликтә уюштуруши билән хәлқаралиқ оқуғучилар илмий муһакимә йиғини 11-айниң 6-күндин 8-күнигичә истанбулда ечилди.