Архип
2015-02-26
Түркийәдә яшаватқан җамаәт әрбаби вә сиясий анализчи абдуләзиз әпәнди хитайниң уйғурларға қаратқан заманиви мәдәнийәт тәшәббуси вә уйғурларға теңиватқан кичик алма усули һәққидә тохталди.
2015-02-24
Америка һөкүмити өткән һәптә зовраван әсәбийликкә қарши туруш алий йиғиниға саһибханлиқ қилип, һәрқайси дөләт вәкиллири билән бирликтә зораванлиқ вә әсәбийликкә қарши турушниң йоллирини музакирә қилған иди. Америкиниң бу мәсилидә хитайниму өз ичигә алған һәрқайси дөләт һөкүмәтлири билән һәмкарлиқни күчәйтидиғанлиқи һәққидә хәвәрләр чиққан. Мәзкур хәвәр кишилик һоқуқ органлирини әндишигә салди. Улар америкиниң хитай һөкүмити билән бу мәсилидә һәмкарлишишиниң тоғра болмайдиғанлиқини агаһландурди. Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати асия ишлири дериктори софи ричардсон бу һәқтә мәхсус мақалә елан қилип, америка һөкүмитини хитай билән әсәбийликкә қарши туруш мәсилисидә һәмкарлашқанда сәзгүр болуп, хитайниң уйғурларни бастурушиға янтаяқ болуп қалмаслиққа чақирди.
2015-02-16
“чәтәл мәдәнийитиниң уйғурға болған тәсири” сәрләвһилик доклат, уйғур билән түркийә вә оттура асиядики 5 җумһурийәтниң мәдәнийәттә алақиси, уларниң уйғурларға болған мәдәнийәт тәсири һәққидики тәкшүрүшкә асасән тәйярланған.
2015-02-12
Хитай даирилири уйғур районида аталмиш әсәбийликкә қарши туруш нами астида сиясий, қануний вә мәдәнийәт саһәсидә түрлүк зәрбә бериш һәрикәтлирини давамлаштуруватиду.
2015-02-12
Хитай алий маарипида йолға қоюлуш тәләп қилиниватқан “ғәрб қиммәт қаришини мәктәпләрдин сиқип чиқириш” тәшәббуси нөвәттә хитайдики аммиви тор бекәтлири вә хәлқара мәтбуатларда күчлүк инкас қозғиди.
2015-02-11
Японийә уйғур җәмийитиниң рәиси илһам маһмутниң билдүрүшичә, 20-әсир уйғур әдәбиятиниң атақлиқ нәмунилиридин бири йитүк алим, әдиб абдурәһим өткүрниң “ойғанған земин” намлиқ романи йеқинда япон тилиға тәрҗимә қилинған.
2015-02-04
Хитай вә чәтәлдики сиясий анализчиларниң мулаһизилиридә ху явбаң компартийә тарихидики бир қәдәр демократийигә майил болған рәһбәр дәп қарилиду.
2015-02-03
Бир нәччә күн илгири, йәни 22-январда германийә пайтәхти берлинда өткән “норманди төртлүки” ниң йәни русийә, украина, фирансийә вә германийә ташқи ишлар министирлириниң нөвәттики учришишида украинаниң шәрқидики вәзийәт муһакимә қилинған иди.