Архип
2016-01-29
Бир хоңкоңлуқ мутәхәссис мақалисидә ши җинпиңниң михаил горбачефқа охшаш черикликкә қарши туруш арқилиқ компартийәни сақлап қалмақчи болуватқанлиқини көрсәткән.
2016-01-22
Илим саһәсидә тонулған 400 нәпәр кишиниң хитай рәиси ши җинпиңға очуқ хәт йезип, түрмидики уйғур зиялийси илһам тохтини қоюп беришкә чақирғанлиқи һәққидики хәвири ғәрб мәтбуатлирида кәң тарқалди.
2016-01-21
Өткән һәптә ахирида тәйвәндә өткүзүлгән президентлиқ сайлимида демократийини илгири сүрүш партийәсиниң баш секретари сәй йиңвен утуп чиққандин кейин дунядики ахбарат васитилириниң диққәт-етибари тәйвәнгә буралған иди.
2016-01-21
Японийәдин чиқидиған “һәптилик хәвәрләр” журнилида америкилиқ мутәхәссис франсиз фукуяманиң “хитай компартийәсиниң иқтисад моделини дуняға тәшвиқ қилишқа боламду?” сәрләвһилик мақалиси елан қилинған.
2016-01-18
Өткән һәптә хитай хәлқ қурултийии тәстиқлиған “нопуссизларни нопусқа тизимлаш мәсилиси һәққидә пикир”намидики һөҗҗәт елан қилинип, 2016-йилдин башлап илгири нопусқа елинмай қалғанларниң нопус мәсилисиниң омумйүзлүк һәл қилинидиғанлиқи уқтурулди.
2016-01-16
Йеқинда японийә “һәптилик хәвәрләр” журнилида кавато акиониң “сабиқ советләр иттипақида йүз бәргән инқилаб хитайдиму йүз берәмду?” намлиқ мақалиси елан қилинған.
2016-01-13
Хитайниң пилани уйғур райониниң җәнубида ақсуни, шималида шихәнзини мәркәз қилип, районда 2 чоң тоқумичилиқ санаәт бәлвеғи қуруп чиқиштур.
2016-01-13
Хитайниң уйғур диярида йолға қоюватқан миллий сиясити ғәрб көзәткүчилириниң диққитини күчлүк җәлп қилмақта. Хитай өлкилиридики уйғурларға қаритилған миллий кәмситиш күчәймәктә.
2016-01-12
Хитай һөкүмитиниң уйғур әлида “әсәбийликни түгитиш” үчүн зор сәпәрвәрлик қозғап, барлиқ тәшвиқат қораллириға тәң мураҗиәт қиливатқанлиқи мәлум болмақта.
2016-01-11
Андрев якубсниң “хитайниң юқири бесимлиқ тәқибидә ғәзәп оти қайниған шинҗаң” сәрләвһилик мақалисидә уйғур җәмийитини гоя ғәзәптин “қайнаватқан қазан” ға охшатқан.
2016-01-11
Хитайниң һөкүмәт таратқулири, 2014- вә 2015-йиллири уйғур аптоном районида муқимлиқ хизмити бойичә таянч йеза кадирлирини нуқтилиқ һалда тәрбийәләш йолға қоюлғанлиқини елан қилди.
2016-01-11
Фирансийәдики кишилик һоқуқ паалийәтчиси вә хитайшунас мари һолизман ханим йеқинда “урсуланиң қоғлап чиқирилиши, хитайниң әпти-бәширисини ечип бәрди” намлиқ бир әсәр елан қилған.
2016-01-05
Германийәлик сәйяһ, язғучи вә хитайшунас киристоф рехагениң иҗтимаий таратқуларда мав зедуңни гитлерға охшитип баян қилған сөзи хитайда көчүрүп тарқитилғандин кейин, зор ғулғула қозғиған.
2016-01-05
Тайландниң тағлиқ райондики кавчок дәрәхлиқидин тепилған 220 уйғур тоғрисидики хәвәр түрк ахбарат васитилиридә хәвәр қилинғандин кейин, уйғур мусапирларниң трагедийиси дуня мәтбуатлиридиму орун елишқа башлиған иди.
2016-01-05
Бир қисим көзәткүчиләр, японийәдә елан қилинған “уйғурларниң қисас елиш йоли” намлиқ чатма мақалиниң уйғурларниң нөвәттики вәзийитини японийә оқурмәнлиригә тоғра билдүрүштә муһим әһмийәткә игә икәнликини билдүрди.