Ху җиңтав һәрбий һоқуқни өткүзүвалди, җаң земин дәври ахирлашти
2004.09.20
Хитай коммунистик партийисиниң 19 - сентәбир күни йепилған мәркизи комитет йиғинида, җаң земин һәрбий ишлар кометитиниң һоқуқини хитай дөләт рәиси ху җиңтавға өткүзүп бәрди. Буниң билән, җаң земин дәвригә хатимә берилип, ху җиңтав - вен җябав гуруһиниң һоқуқ өткүзүвелиш мусаписи ахирлашти.
Бу хитай йеңи әвлад рәһбәрлириниң хитай компартийиси 1949 - йили һакимийәт тартивалғандин бери тунҗи қетим һоқуқ өткүзүвелишни тинч йол билән тамамлиши болуп һесаблиниду. Хитай иқтисадий тәрәққиятиниң тарихтики әң тез сүрәт билән тәрәққи қилған дәври җаң земин дәври болуп, бу бейҗиң даирилириниң уйғурлар мәсилисидики сиясити зор өзгириш ясиған мәзгилигә тоғра келиду. Униң дәвридә хитай һөкүмити уйғурларға алақидар зор тарихий қарарларни чиқарди. Буниң типик мисали 1996 - йили уйғур мәсилиси һәққидики 7 - номурлуқ һөҗҗәтниң чиқирилишида өз ипадисини тапқан. Америкидики обзорчи сидиқ һаҗи, бейҗиң даирилириниң җаң земин дәвридики сияситигә баһа берип, җаң земин дәвридики сиясәт хитай - уйғур мунасивитини өткүрләштүривәтти дәп көрсәтти:
Бейҗиң даирилири җаң земин дәвридә уйғур һәрикитиниң хитайниң дөләт бихәтәрликигә тәһдит селиватқан җиддий мәсилә икәнликини җакарлиған. Бу дәврдә 1992 - йилдики барин вәқәси, 1996 вә 97 - йиллиридики хотән - ғулҗа вәқәлири қаттиқ қоллуқ билән бир тәрәп қилинди. Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң қурулуши, шәрқий түркистан һәрикитиниң терроризм билән әйиблиниши җаң земин дәвригә тоғра келиду.
Түркийидики явро-асия стратегийә мәркизиниң мутәхәссиси әркин әкрәм, уйғур һәрикитини тәһдит дәп қарашниң җаң земин дәвридә алдинқи орунға чиқишидики сәвәбләр үстидә тохтилип мундақ деди: