Хитайниң башқа дөләтләрниң кишилик һоқуқини тәнқид қилиши күлкилик бир иш
2007.03.13
Кишилик һоқуқи мәсилиси хитай - америка мунасивәтлиридә даим сүркилиш пәйда қилип келиватқан асаси тосалғуларниң бири болуп кәлмәктә. Күзәткүчиләрниң әскәртишичә, кишилик һоқуқ мәсилисидики сүркилишкә бу икки дөләтниң кишилик һоқуқни охшимиған нуқтидин чүшәнгәнлики сәвәбчи болмақта. Обзорчи сидиқһаҗи рози, хитай җәмийитидики кишилик һоқуқи тонушини тәсвирләп, "җоңгода әркинлик җәмийәткә өзләшмигән, җәмийәттин адәмләрниң алақә мунасвәтлиридин чиқириветилгән, тәләп қилғучилар диктаториниң бастуруш обйектиға айлинидиған һадисидур," дәйду.
©
2007 Radio Free Asia