Уйғурларниң чәтәлләрдики миллий һәрикитиниң тәрәққият тарихиға қисқичә нәзәр
2006.11.24
"Дуня уйғур қурултийи" ниң 2 – нөвәтлик вәкилләр йиғининиң чақирилиши, уйғурларниң чәтәлләрдә елип бериватқан миллий һәрикитиниң йеңи бир басқучқа қәдәм қойғанлиқидин бишарәт бәрмәктә. Буниң сәвәби шуки, уйғурларниң мәнивий аниси вә мәшһур кишилик һоқуқ қоғдиғучиси рабийә қадир ханим, қурултай рәиси әркин алиптекин әпәндиниң тәшәббуси вә қурултай вәкиллириниң ортақ арзуси билән бу қетимқи йиғинда "дуня уйғур қурултийи" ниң рәиси болуп сайлиниш алдида турмақта вә чәтәлләрдики уйғур тәшкилатлири, рабийә қадир ханимниң қурултайға баш болуши билән, уйғур миллий һәрикитиниң йеңи бир җанлиниш башқучиға қәдәм қойидиғанлиқини үмит қилишмақта.
Уйғурларниң дәсләптә чәтәлләрдә елип барған миллий һәрикити
Уйғурларниң чәтәлләрдә елип бериливатқан миллий һәрикитиниң йеқинқи заман тарихиға нәзәр салидиған болсақ, гәрчә дуняда ғайәт зор өзгүрүшләр йүз бәргән болсиму, әмма бу һәрикәтниң йоқлуқтин барлиққа келип, кичикликтин зорийип, үзлүксиз күчәйгәнликини көрүвелиш мумкин.
Бәзи тарихий мәнбәләрдә, уйғурларниң нөвәттә чәтәлләрдә елип бериватқан миллий һәрикәтлириниң асасиниң 30 – йиллардин етибарән селинишқа башланғанлиқи қәйт қилинмақта.
1933 – Йили қәшқәрдә қурулған "шәрқий түркистан ислам җумһурийити" мәғлуп болғандин кейин, уйғурларниң шу дәвридики миллий мустәқиллиқ һәрикитиниң асаслиқ башламчилиридин муһәммәт имин буғра, мәхмут муһиди башчилиқидики бир түркүм уйғурлар әйни чағдики интайин мурәккәп хәлқара вәзийәт вә қийин шараитлар астида һиндистан, кәшмир, сәуди әрәбистан, японийә, афғанистан вә түркийиләрдә уйғурларниң чәтәлләрдики миллий һәрикитиниң дәсләпки тәшкили асасини турғузған, шундақла кәшмир вә японийиләрдә тәсири хелила күчлүк болған шәрқий түркистан тәшкилатлири қурулған иди.
Миллий һәрикәтниң иккинчи басқучи
1949 – Йили шәрқий түркистан коммунист хитайниң ишғалиға учриғандин кейин, уйғурларниң миллий рәһбәрлиридин муһәммәт имин буғра вә әйса йүсүп алиптекин башчилиқидики бир түркүм уйғурлар һиҗрәт қилишқа мәҗбур болған иди, уларниң түркийә вә сәуди әрәбистанға келип йәрлишиши, уйғурларниң чәтәлләрдики миллий һәрикитиниң 2 – дәвриниң башлиниши болди.
Уйғурларниң чәтәлләрдики тунҗи қурултийи, 1954 – йили 9 – айниң 1 – күни сәуди әрәбистанниң тайфа шәһридә чақирилған болуп, 5 күн давам қилған бу қетимқи қурултайда муһәммәт имин буғра билән әйса йүсүп алиптекин әпәндиләр қурултай вәкиллири тәрипидин, "бу икки рәһбиримиз, вәтән ичи вә сиртидики барлиқ шәрқий түркистанлиқларниң чәтәлдики толуқ һоқуқлуқ вәкили" дәп елан қилинған вә уларға бу һәқтә язма салаһийәтнамә тәқдим қилинған иди.
Бу қетимқи қурултайда елинған қарарлар төвәндикиләрдин ибарәт иди:
1. Вәтән сиртидики мустәқиллиқ күришимизни җанландуруш; 2. Һөр дуня җамаәтчиликиниң һесдашлиқини қолға кәлтүрүш; 3. Коммунист хитайниң хәлқимизгә селиватқан зулумлирини һөр дуня хәлқлиригә аңлитиш; 4. Вәтән ичидики хәлқимизни һүр дунядики өзгириш вә тәрәққиятлардин хәвәрдар қилиш;
Мана шундин буян юқириқи қарарлар чәтәлләрдики уйғур тәшкилатлириниң асаслиқ низамиға айланған иди.
Уйғурларниң чәтәлләрдә әлип бериватқан миллий һәрикитиниң зорийиши
60 – Йилларниң башлирида, уйғурларниң миллий һәрикитиниң рәһбәрлиридин зия сәмиди вә абдуроф мәхсум башчилиқидики нәччә 100 миң уйғурниң оттура асия җумһурийәтлиригә һиҗрәт қилиши вә йәнә охшаш мәзгилләрдә абдувәлихан хоҗа башчилиқидики нәччә 100 лигән уйғурниң афғанистан арқилиқ түркийигә келип йәрлишиши билән, уйғурларниң чәтәлләрдә елип бериватқан миллий һәрикити техиму зорайған иди.
Сабиқ совет иттипақиниң йимиришиши, уйғурларниң чәтәлләрдики миллий һәрикитини йеңи бир басқучқа йүзләндүрүпла қалмай, бәлки дуняниң һәрқайси әллиридә паалийәт елип бериватқан уйғур тәшкилатлири рәһбәрлириниң бир ариға келип, өз ара дәртлишиш, ортақ стратегийиләр һәққидә пикир алмаштуруш истикини ашурди.
Нәтиҗидә, 1992 – йили 12 – айниң 12 – күни 14 дөләттин кәлгән 80 дин артуқ рәсмий вәкилниң қатнишиши билән, түркийиниң истанбул шәһридә "шәрқий түркистан хәлқара миллий қурултийи" чақирилди. Әйса йүсүп алиптекин, зия сәмиди, абдуроф мәхсум қатарлиқ миллий рәһбәрләрниң һимайисидә чақирилған бу қетимқи қурултайда елинған 12 маддилиқ қарар, уйғурларниң чәтәлләрдики миллий һәрикитиниң йеңи бир һәрикәт низами болуп қалди.
Уйғурларниң миллий һәрикитиниң йеңи бир дәври
92 – Йилидики истанбул қурултийи, чәтәлләрдики уйғур яшлири ичидә йеңи бир җанлиниш еқими пәйда қилди. Һәрқайси әлләрдә яшаватқан уйғур яшлири оттурисида диалог вә һәмкарлиқ күчәйди. Нәтиҗидә, 1996 – йили 10 нәччә дөләттин кәлгән уйғур яшлири вәкиллири германийиниң мюнхен шәһиригә җәм болуп, уйғур яшлириниң чәтәлләрдики бирдин – бир нопузлуқ оргини һесабланған "дуня уйғур яшлири қурултийи" ни қуруп чиқти. яшлар қурултийиниң барлиққа келиши, уйғурларниң миллий һәрикитиниң йеңи бир дәвриниң рәсмий башлиниши иди.
1997 – Йили ғулҗида йүз бәргән " 5 – феврал " вәқәсидин кейин шәкилләнгән ички – ташқи вәзийәт, чәтәлләрдики уйғур тәшкилатлириниң сияси, иқтисади вә иҗтимаий күчини бирләштүрүп, уйғур хәлқи дуч келиватқан паҗиәләрни дуня җамаәтчиликигә бир еғиздин аңлитиш зөрүрийити туғдурди, нәтиҗидә, 1998 – йили 12 – айниң 8 – күни 6 дөләттә паалийәт елип бериватқан 8 уйғур тәшкилатиниң рәһбәрлири түркийиниң истанбул шәһиригә җәм болуп, түркийидики" шәрқий түркистан вәхпи" билән "шәрқий түркистан һәмкарлиқ җәмийити" ниң риясәтчиликидә "шәрқий түркистан миллий мәркизи" ни қуруп чиқти. Бу мәркәзниң асаси мәқсити, қисқа вақит ичидә пүтүн дунядики уйғур тәшкилатлириниң иштиракида миллий қурултай чақириш вә йеңи стратегийиләрни бәлгиләп чиқиш иди.
Нәтиҗидә, "шәрқий түркистан миллий мәркизи" ниң тәшәббуси билән 1999 – йили 10 – айниң 12 – күни 11 дөләттин кәлгән уйғур тәшкилатлириниң рәһбәрлири германийиниң мюнхен шәһиригә җәм болуп, "шәрқий түркистан (уйғуристан) миллий қурултийи" ни қуруп чиқти вә қурултай тәрипидин мақулланған 23 маддилиқ низамнамә германийә һөкүмити тәрипидин тәстиқлинип, қурултай қануний салаһийәткә игә болди.
"Дуня уйғур яшлири қурултийи" билән " шәрқий түркистан (уйғуристан) миллий қурултийиниң хәлқара миқясида елип барған күчлүк вә җанлиқ паалийәтлири хитай һакимийитини қаттиқ сарасимигә салған вә шуниң үчүнму бу икки қурултай хитай мәтбуатлирида " миллий бөлгүнчиләрниң чәтәлләрдики икки чоң лагери" дәп аталған иди.
Бу икки қурултайни өз ара бирләштүрүп техиму күчлүк вә техиму нопузлуқ бир хәлқара органни вуҗутқа кәлтүрүш, һәқ қурултай рәһбәрлириниң, һәм чәтәлләрдики уйғурларниң ортақ арзуси иди.
Нәтиҗидә, 2004 - йили 16 – априлдин 19 – априлғичә германийиниң мюнхен шәһридә чақирилған бирләшмә қурултайда, 1996 – йили германийидә қурулған "дуня уйғур яшлири қурултийи" билән, 1999 – йили қурулған " шәрқий туркистан (уйгуристан) миллий қурултийиниң бирлишиши нәтиҗисидә, вәтән ичи вә сиртидики барлиқ шәрқий түркистан хәлқиниң хәлқарадики бирдин – бир толуқ һоқуқлуқ али рәһбәрлик оргини - "дуня уйгур қурултийи" қуруп чиқилған вә буниң билән, хитай һөкүмити тәрипидин, "чәтәлләрдики миллий бөлгүнчиләрниң икки чоң лагери" дәп қаралған миллий қурултай билән яшлар қурултийи бир мәркәз вә бир лагер астида бирлишип, дуня сияси сәһнилиридә паалийәт елип бериватқан барлиқ уйгур тәшкилатлириниң бирлик вә баравәрлик асасида ортақ һәрикәт елип беришниң мустәһкәм тәшкили асасини турғузуп чиққан иди. (Пәрһат муһәммиди)
Мунасивәтлик мақалилар
- Д у қ 2 - нөвәтлик вәкилләр қурултийи һәққидә ахбарат баяннамиси елан қилди
- Д у қ рабийә ханимниң нобел мукапатиға намзат болғанлиқи мунасивти билән очуқ хәт елан қилди
- Д у қ баянатчиси дилшат ришит чәтәлләрдики тәшвиқат хизмәтлири һәққидә тохталди
- Дуня уйғур қурултийи вен җябавниң германийә зиярити һарписида уйғур мәсилисини оттуриға қойди
- Д у қ ниң баш катипи долқун әйса әнқәрәдә муһим учришишларни елип барди
- Д у қ вәкили 2 - нөвәтлик дуня мусулманлири қурултийиға қатнашмақта
- Д у қ ниң ваң лечүәнниң чәтәлләрдики хитай әлчиханилири хадимлириға ейтқан сөзлиригә инкаси
- Д у қ рәиси әркин алиптекин әпәнди хәлқаралиқ үч йиғинға қатнашти
- явропа парламентида хитайниң диний әркинлик әһвали һәққидә йиғин өткүзүлди
- Д у қ қазақистанниң германийидики әлчиханиси хадимлири билән көрүшүп наразилиқини билдүргән