Көчмәнләр мәсилиси уйғур елидики муһит булғинишниң асасий мәнбәси
2005.07.26
Уйғур елиниң екелогийилик муһитиниң булғиниши һәмдә бу арқилиқ келип чиққан еғир ақивәтләр хәлқара җамаәтчиликниңла әмәс, хитай һөкүмитиниңму диққитини қозғиған болуп, хитай һөкүмити тарим вә җуңғар вадилиридики муһит булғинишниң чарва -малларниң һәддидин зиядә көпәйгәнликидин келип чиққанлиқини оттуриға қойған.
Радиомизиң обзорчиси сидиқ һаҗи рози әпәнди уйғур елидики екелогийилик булғинишниң чарва -малларниң һәддидин зиядә көпәйгәнликидин әмәс бәлки хитай көчмәнлириниң көпәйгәнликидин болуватқанлиқини оттуриға қойди.
©
2005 Radio Free Asia