1949 - Йили 10 - айда йүз бәргән уйғурларға даир зор сиясий вәқәләр
2007.10.04
Һөрмәтлик радио аңлиғучилар, бүгүн, йәни 10 - айниң 1 - күни, хитай хәлқ җумһурийити қурулғанлиқиниң 58 - йиллиқ хатирә күни.
Бирқанчә йилдин буян чәтәлләрдики уйғур тәшкилатлири " 1 - өктәбир " ни, " шәрқий түркистанлиқларниң матәм күни" дәп җакарлап, өзлири туруватқан әлләрдики хитай әлчиханилириниң алдиға топлинип, коммунист хитай һакимийитигә наразилиқлирини билдүрүп кәлмәктә.
Хитай хәлқ җумһурийити қурулған 1949 - йилидики өктәбир ейи, уйғур хәлқиниң тәқдиригә мунасивәтлик зор сиясий һадисиләр җәрян қилған наһайити муһим тарихий заманларниң бири болуп, шу ай ичидә коммунист хитай армийиси шәрқий түркистанни ишғал қилған, буниң билән, уйғур хәлқниң һаятида тарихта мислий көрүлүп бақмиған йеңи бир трагедийә башланған иди.
Ундақта, 49 - йили өктәбир ейида шәрқий түркистанда қандақ сиясий һадисиләр йүз бәрди ? хитай вә чәтәл мәтбуатлирида, шундақла уйғурларниң миллий рәһбәрлиридин муһәммәтимин буғра, әйса йүсүп алп текин, зия сәмәди қатарлиқларниң әслимилиридә баян қилинишичә, 49- йили өктәбирдә йүз бәргән асаслиқ һадисиләр төвәндикиләрдин ибарәт:
10 - Айниң 1 - күни : хитай хәлиқ җумһурийити қурулди, шәрқий түркистандин сәйпидин әзизи башчилиқидики һәйәт бейҗиңға берип дөләт мурасимиға қатнашти вә улар мав зедуң тәрипидин қобул қилинди.
10 - Айниң 2 - күни : хитай коммунистлириға тәслим болған гоминдаң шинҗяң өлкилик һөкүмәтниң рәиси бурһан шәһиди вә гоминдаңниң шинҗаңдики 100 миң кишилик армийисиниң баш қомандани тав сиюларниң орунлаштуруши билән, үрүмчи шәһиридики мәйданда 10 миң кишиниң қатнишишида " җуңхва хәлиқ җумһурийити "ниң қурулғанлиқини тәбрикләш мурасими өткүзүлди, хитай коммунистик партийисиниң алақичиси дең личүнму бу мурасимға қатнашти.
10 - Айниң 3 - күни: хитай коммунистлири, шәрқий түркистанни ишғал қилишни тизлитиш үчүн, җю чүән - үрүмчи һәрбий трансипорт қоманданлиқ шитабини қуруп, бу шитапқа 545 аптомобил аҗратти.
10 - Айниң 5 - күни : " 3 әпәнди" дәп аталған мәхсут сабири байқузи, муһәммәтимин буғра вә әйса әпәндиләрниң сиясий өзгириш қилишидин қаттиқ әндишә қилған шинҗаң өлкилик һөкүмәтниң рәиси бурһан шәһиди, хитай коммунист рәһбәрлиридин мав зедуң, җу де вә пең дехуәйләргә телеграмма йоллап, шәрқий түркистанда вәзийәтниң наһайити җиддиликини әскәртип, хитай азатлиқ армийисиниң шәрқий түркистанға тезрәк йүрүш қилишини тәләп қилди.
Бурһанниң бу җиддий телигираммисиға асасән, шу күни хитай хәлқ азатлиқ армийисиниң 2 - вә 6 - корпус армийиси ( җүни ) ниң қатнишишида җючуән шәһиридә " шинҗаңға йүрүш қилиш сәпәрвәрлик йиғини "чақирип, шәрқий түркистанни ишғал қилишниң конкретни пиланини түзүп чиқти.
10 - Айниң 8 - күни : хитай коммунистлириға тәслим болған шәрқий түркистандики гоминдаң қисимлириниң баш қомандани генерал тав сию айрупилан билән җу чүән шәһиригә берип, хәлқ азатлиқ армийисиниң 1 - дала уруши армийиси баш қомандани генерал пең дехуәй билән көрүшүп, қол астидики 100 миң кишилик армийисини қандақ тәртипкә селиш вә қандақ башқуруш мәсилисини музакирә қилди, пең дехуәй генерал тав сиюдин, коммунист армийә шәрқий түркистанға киргәнгә қәдәр уйәрниң аманлиқини қоғдап турушни вә йәрлик миллий күчләрниң сиясий өзгириш қилишиниң алдини елип турушни тәләп қилди.
10 - Айниң 9 - күни : шәрқий түркистанни ишғал қилиш вәзиписи тапшурулған биринчи гуруһ армийиси ( биң түән ) ниң қомандани ваң җен, қол астидики 6 - корпус ( җүн ) армийисини шәрқий түркистанға алдин киридиған қисим қилип бекитти вә бу қисимға, " ғәрбий шималниң вәзийити, шинҗаңни азат қилиш күришиниң алаһидики вә вәзиписи "дегән темида сәпәрвәрлик доклати берип, бу қисимни шәрқий түркистанға қарап рәсмий йүрүш қилишқа буйриди.
10 - Айниң 10 - күни : генерал ваң җинниң буйруқиға бинаән, хитай хәлқ азатлиқ армийиси 6 - корпуси ( 6 - җүни ) ниң 16 - девизийиси қармиғидики әскәрләрдин тәркип тапқан хилланған бир қисим, 17 - девизийиниң қомандани ченниң йетәкчиликидә айрупилан билән үрүмчигә йетип келип, үрүмчидә қоманданлиқ шитаби қурди.
10 - Айниң 12 - күни : хитай коммунистик партийиси мәркизи комитетиниң буйруқиға асасән, биринчи дала уруши армийисиниң қомандани генерал пең дехуәйниң риясәтчиликидә, хитай коммунистлириниң шәрқий түркистандики вәкиллик оргини һесабланған " хитай коммунистик партийиси мәркизи комитети шинҗяң шөбә идариси "қурулди вә генерал ваң җен бу шөбә идарисиниң баш секритарлиқиға тәйинләнди.
Охшаш күндә генерал пең дехуәй бурһан шәһиди вә тав сиюларгә телеграф йоллап, коммунист армийиниң шәрқий түркистанниң еғизи йүмингуәндин өтүп, қомулға қарап йүрүш қилғанлиқини билдүрди.
Коммунист армийиниң шәрқий түркистанға қуруқлуқтин кәң - көләмдә рәсмий таҗавуз қилип кириши 10 - айниң 12 - күни башланди вә бу вәзипини коммунист армийиниң 2 - вә 6 - корпуси ( 2 - вә 6 - җүнлири ) өз үстигә алди. Бу қисимлар, генерал ваң җен қоманданлиқидики 1 - гуруһ армийиси ( 1 - биңтүән ) гә тәвә.
Пилан буйичә, 2 - корпус армийә шәрқий түркистанниң җәнубини, 6 - корпус болса шәрқий түркистанниң шәрқий вә шималий районлирини ишғал қилидиған болди.
Йәнә 10 - айниң 12 - күни, шинҗяң өлкилик вақитлиқ һөкүмәтниң вәкиллири, үрүмчи шәһириниң башлиқи чүй вуниң башчилиқида җючуәнгә берип пең дехуәй билән көрүшүп, коммунист армийиниң шинҗаңға рәсмий йүрүш қилип киргәнликини қарши елиш билән биргә, хитай коммунистлириға шәрқий түркистанниң сияси, иқтисади, һәрбий вәзийити һәққидә мәлумат бәрди вә бу вәкилләр өмики үрүмчигә қайтип келиши билән, шинҗяң өлкилик һөкүмәт намидин " хәлқ азатлиқ армийисиниң шинҗаңға киришини қарши елиш комитети" ни қуруп чиқти.
Охшаш мәзгилдә, хитай компартийисиниң тәлипигә асасән, үч вилайәт һөкүмити тәрәптинму әсқәт исақоф, уйғур сайрани, чен хуалардин тәркип тапқан бир һәйәтму " хәлқ азатлиқ армийиси "билән учришиш үчүн үрүмчигә кәлди.
10 - Айниң 13 - күни : ваң инмав башлап маңған коммунистларниң 2 - корпус ( 2 - җүн ) армийиси қумулни ишғал қилди.
10 - Айниң 15 - күни : турпанни ишғал қилған хитай коммунист армийиси, турпандин икки қисимға бөлүнүп, бир қисми җәнобқа, бир қисми шималға қарап илгирлиди.
10 - Айниң 15 - күни : сәйпидин әзизи, хитай коммунистик партийисигә әза болуп кириш һәққидә мав зедуңға мәхсус илтимас сунди, мав зедуң бу илтимасқа 10 - айниң 23 - күни шәхсән тәстиқ салди, 50 - йили 3 - айниң 2 - күни сәйпидин үрүмчидә дағдуғилиқ мурасим билән компартийигә әза болуп кирди, сәйпидинниң қәсәм бериш мурасимиға генерал ваң җин бивастә риясәтчилик қилди.
Сәйпидин әзизи уйғурларниң ичидә хитай коммунистик партийисигә қобул қилинған тунҗи коммунисттин ибарәт.
10 - Айниң 18 - күни : коммунист армийиси тохсундин өтүп, шәрқий түркистанниң җәнубиға йүрүш қилди.
10 - Айниң 19 - күни : го миндаң қисимлириниң шинҗаңдики баш қомандани тав сию , " һәқиқәткә қайтқан командир - җәңчиләргә мураҗәтнамә "ни елан қилип, тәслим болған гоминдаң қисимлириға қарита, " җуңго хәлқ сиясий мәслиһәт кеңишиниң ортақ хитабнамиси "ниң бәлгилимиси буйичә өзгәртиш елип баридиғанлиқини елан қилди.
10 - Айниң 20 - күни : хитай коммунист армийисиниң машинилашқан қисимлири үрүмчигә йитип кәлди, өлкилик һөкүмәтниң рәиси бурһан шәһиди шәһәр сиртиға чиқип бу ишғалчи қошунни күтүвалди вә уларни шәхсән өзи шәһәр мәркизигә башлап кирди. Бу күн, үрүмчиниң хитай коммунист армийиси тәрипидин рәсмий ишғал қилинған күн болуп һесаблиниду.
Йәнә шу күни җәнубтики хеҗиң, қарашәһәр вә корлиларни ишғал қилған коммунист армийиси давамлиқ қәшқәрғә қарап йүрүш қилди.
10 - Айниң 29 - 30 - күнлири : хитай коммунистлиридин қечип һиндистан - кәшмир чегрисиға ( шәһидуллаһ ) йетип кәлгән муһәммәтимин буғра вә әйса йүсүп алиптекин башчилиқидики гуруппа , бурһан шәһиди вә тав сиюларниң буйруқи билән го миндаң чегра қаравул қисимлири тәрипидин тосивилинди, икки әпәнди тутқун қилинип, йәкәнгә ялап елип меңилди, әмма йәкәндики гоминдаң аманлиқ сақлаш қисимлириниң қомандани таң җиңрәнниң ярдими билән икки әпәнди тутқундин қутулуп, бала - чақилири вә һәмраһлири билән биргә кәшмиргә қечип чиқип кәтти. (Парһат муһәммиди)
Мунасивәтлик мақалилар
- Уйғур илидики биңтүәнлик хитайлар билән сақчилар арисида тоқунуш йүз бәрди
- Уйғур елидә гөш баһаси өрләп хәлқниң турмуши қейинчилиққа дуч кәлмәктә
- Рабийә ханим әнглийидики паалийитини давамлаштурмақта
- Хитай һөкүмити ақсуға муқимлиқ сақлаш назарәт қилиш өмики әвәтти
- Үрүмчидә мәктәпләрдики " қара күч" гуруһларни тазилаш елип берилмақта
- Уйғур елиниң чәт- яқа кәнтлиригә һазирға қәдәр електир уланмиған
- Хитай һөкүмити уйғур йеза ешинча әмгәк күчлирини сиртларға йөткәш пиланини җиддий елип бармақта
- Д у қ дуняниң һәрқайси җайлиридики уйғур тәшкилатлирини намайишқа тәшкиллиди
- "1 - Өктәбир шәрқий түркистан хәлқиниң азаплиқ тарихиниң башланған күни"
- Хитай 5200 нәпәр "вәтәнпәрвәр диний зат" тәрбийилиди
- Хитай, 1 - өктәбирдә уйғурларниң намайишқа дуч келиду
- "ярдәмгә кәлгән" 700 нәпәр хитай яш уйғур елиға маканлашти